японийә қоғдиниш қануни 29-марттин башлап рәсмий иҗра қилиниду
2016.03.25
22 - Марттики японийә таратқулириниң хәвәрлиридә көрситилишичә, японийә кабинетиниң қарариға асасән 29 - марттин башлап йеңи бихәтәрлик капалити қануни рәсмий йолға қоюлидикән.
Мәлум болушичә, мәзкур қанун японийәдә охшимиған инкасларға сәвәб болған. Бир қисим кишиләр бу қанунниң японийә хәвпсизликигә зиянлиқ икәнликини илгири сүрсә, йәнә бир қисим кишиләр японийәниң хитайға тақабил турушта үчүн шундақ бир қанунни йолға қоюши зөрүрлирини билдүрүшкән.
Йеңи бихәтәрлик капалити қануни - йеңидин түзүлгән бир қанун вә түзитиш киргүзүлгән он қанунни өз ичидә алидикән.
Хәвәрдә чүшәндүрүлүшичә, йеңи чиқирилған қанун - “хәлқара тинчлиққа ярдәм бериш қануни” болуп, бу түзитиш киргүзүлгән 10 қанун бир туташ “тинчлиқ бихәтәрлик қанун - түзүми тәйярлиқ қануни” дәп аталған. Мәзмуниниң көпинчиси коллектип қоғдиниш һоқуқини йүргүзүш, қоғдиниш қисимлириниң чәтәлдә һәрбий һәрикәт елип бериш вәзиписи вә даирисини кеңәйтиштин ибарәт икән.
Йеңи бихәтәрлик қануни японийәниң уруштин кейинки америка билән һазирлиған тинчлиқ бихәтәрлик қануниға түзитиш киргүзүлгән қанунни болуп, японийә кабинетиниң қарариға асасән бу қанун 29 - марттин башлап рәсмий иҗра қилиниш йолға қоюлса, японийә дуняви һәрбий һәрикәтләргә паал қатнишалайдикән.
Йеңидин түзүлгән бу қанунға асасән, японийә һәр қачан еһтияҗиға қарап чәтәлләргә әскәр әвәтәләйдикән һәмдә башқа дөләтләрниң армийәсигә ярдәм берәләйдикән.
Японийә мәтбуатлириниң 22 - марттики хәвиридә, баш вәзир шинзо абе 21 - март японийә дөләт мудапиә университети оқуғучилириниң мәктәп пүттүрүш мурасимида қилған сөзидә: “‛қоғдиниш қануни‚ болса японийә өзини қоғдаш қисимлириниң бихәтәрликни қоғдашқа капаләтлик қилишини, һәр заман тәйяр турушини, чәтәлләрдики һәрбий һәрикәтләргә бималал қатнишишини нишан қилған” дегән.
Баш вәзир шинзо абе йәнә сенкаку арили мәсилисини алаһидә тилға елип: “хитайниң һәрбий айропиланлири, чарлаш парахотлири японийә араллириға вә һава бошлуқиға изчил тәһдит селиватиду. Әлвәттә, японийәниң йеңидин йолға қоюлуш алдида турған бихәтәрлик капалити қануни хитайниң бу хилдики һәрикәтлиригә һәргиз йол қоймайду” дегән.
Японийә тор бәтлиридики учурларда дейилишичә, 19 - март токйода нәччә миңлиған киши бағчиларда йиғилип вә намайиш қилип, шинзо абе ички кабинетиниң март ейиниң ахирида әмәлийлишиш алдида турған “қоғдиниш қанун лайиһәси” гә қарши чиққан шундақла японийәдики бир қисим кишиләр бу қанунниң йолға қоюлушини, японийәниң уруштин кейинки узун муддәт чиң туруп кәлгән тинчлиқ дөләт пиланидин ваз кәчкәнлик дәп қариған.
Бу хилдики қараштикиләрдин кенши таро зияритимизни қобул қилип: “йеңи қанун һәқиқәтән тинчлиқ үчүн хизмәт қилса, бу әлвәттә яхши иш. Бирақ, мән урушниң йүз беришидин әнсирәймән. японийә уруштин кейин тинчлиқ принсипида туруп кәлгән йәнә шу йолни давам қилса болатти дегән үмидтимән” деди.
Бирақ, сиясий обзорчи миура котаро бу қанунниң иҗра қилинишидин өзиниң мәмнун икәнликини билдүрүп: “мән бу қанунниң йолға қоюлушини шәхсән қоллаймән. Немә үчүн дегәндә, хитайниң асиядики кеңәймичилик һәрикитигә тақабил турушта вә асияниң тинчлиқини әмәлгә ашурушта японийәниң бундақ бир һәрбий күчкә игә болуши әлвәттә, муһим рол ойнайду, дәп қараймән” деди.
Японийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси доктор турмуһәммәт һашим японийә сияситидә өзгириш һасил қилинип, йеңи қоғдиниш қануниниң йолға қоюлушини японийәдә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлиригә пайдилиқ дәп қарайдикән.
Токйодики хитай әлчиханиси тор бетиниң 23 - марттики хәвиридә дейилишичә, хитай дипломатийә баянатчиси хва чүнйиң шу күни бейҗиңда мухбирларниң бу һәқтики соаллириға җаваб бәргәндә, японийәниң йеңидин һазирлиған “қоғдиниш қануни” ға қошна әлләрниң, җүмлидин хәлқара җәмийәтниң наһайити диққәт қиливатқанлиқини билдүргән вә японийәни тарихтин савақ елишқа чақиридиғанлиқини әскәрткән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.