Японийә ахбарати:хитай һөкүмити бөлгүнчиләрниң мустәқил шәрқий түркистан дөлити қурмақчи болуватқанлиқидин шикайәтчи
2014.06.20
Японийәдин чиқидиған нопузлуқ әнгилиз тилидики гезитләрдин “җапан таймес гезити” ниң 17 - июн санидики “шинҗаңдики пичақ һуҗумида икки киши өлүп, бәш киши яриланди” сәрләвһәлик хәвиридә дейилишичә, дүшәнбә күни хитайниң мәркизи телевизийә истансиси хитайниң ғәрбийдики үзлүксиз тоқунуш йүз бериватқан, тинчсиз район шинҗаңниң хотән шәһиридә пичақ көтүргән үч кишиниң шаһмат ойнаш залидики кишиләргә һуҗум қилғанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә “вәқә уйғурларниң ана юрти болған шинҗаңда йүз бәрди. Хитай һөкүмити һәмишә, бу райондики уйғурларниң пичақ, бомбалар билән һуҗум елип баридиғанлиқидин, бөлгүнчиләрниң мустәқил шәрқий түркистан дөлити қурмақчи болуватқанлиқидин шикайәт қилиду” дейилгән.
Хитайниң мәркизи телевизийә истансиси йәкшәнбә күни хотән шәһиридә йүз бәргән мәзкур вәқә һәққидә дүшәнбә күни хәвәр бәргән болсиму, әмма вәқәниң тәпсилати һәққидә тәпсилий тохталмиған.
Хәвәрдә көрситилишичә, ройтерс агентлиқи мухбири хотәнниң һөкүмәт тор бетидә бу һәқтә берилгән хәвәридин игилишичә, залда шаһмат ойнаватқан бир қанчилиған кишиләр пичақлиқ һуҗумға учриған, шуниң билән әтрапта сода қиливатқанлар вә башқилар дәрһал сақчиға хәвәр қилған. Қоралланған сақчилар нәқ мәйданға йетип келип, һуҗумчиларни қоршивалған. Сақчилар шаһматчиләрниң ярдими билән һуҗумчилардин икки нәпирини етип ташлап, бир нәпирини яриландуруп қолға алған. Вәқәдә аммидин төт киши яриланған. Әмма һөкүмәт тәрәп шу күни вәқә һәққидә һечқандақ учур тарқатмиған.
Ройтерс агентлиқиниң мухбири хотән шәһәрлик сақчи идариси вә мунасивәтлик орунларға телефон қилип бу һәқтә чүшәнчә беришни тәләп қилған болсиму, әмма мухбирниң соали җавабсиз қалған.
Японийәдики бәзи тор бәтлири вәқәниң хотәндики һөкүмәт меһманханилиридин бири болған йинбиң меһманханисиниң меһманлар маҗаң ойнайдиған өйидә йүз бәргәнликини илгири сүргән.
Биз мәзкур учурға асасән хотән йинбиң меһманханисиға телефон қилған болсақму, әмма телефонимизни қобул қилған күткүчи хитай қиз бу һәқтики соаллиримизға җаваб бериштин өзини қачуруп, бу йәрниң тинчлиқини, һечқандақ вәқәниң йүз бәрмигәнликини һәтта өзиниң хитай мәркизи телевизийә истансисиниң бу һәқтики хәвиридинму хәвәрсизликини билдүрди.
“җапан таймес гезити” дә бейҗиңдики хәлқара сода иқтисад университетида оқуғучиларға мәхсус террорлуққа қарши һәрикәтләргә тақабил туруш бәдән мәшиқи дәрси елип бериватқанлиқи, бу хилдики дәрсләрниң өтүлүшигә хитайниң ғәрбидә йүз бериватқан террорлуқ тәһдитләрниң сәвәбчи болуватқанлиқи, оқуғучилар дәрсидин елинған сүрәт билән биргә көрситилгән.
Хитайниң “йәр шари вақит гезити” ниң шинхуа агентлиқиниң хәвридин нәқил елип тарқатқан хәвиридә билдүрүшичә, вәқә йәкшәнбә күни чүштин кейин саәт 5:45 өткәндә хотән шәһәрлик йиңбин кочисидики шаһмат вә қарт ойнайдиған бир залда йүз бәргән.
Тайландтин чиқидиған“баңкок пост гезити”ниң тор бетидә бу һәқтә хитай мәркизи телевизийә истансиси тарқатқан нәқ мәйдандин елинған синалғу хәвириму хитай тилидин енгилиз тилиға тәрҗимә қилинип торға қоюлған.
Хитайдин чиқидиған “җәнубий җуңго почтиси” гезитидиму бу һәқтә хәвәр берилгән.
Уйғур елида бу хилдики қаршилиқ һуҗумлириниң давамлиқ йүз бериши һәққидә тохталған кюшу университети доктор аспиранти мухтарҗан абдурахман зияритимизни қобул қилип өзиниң қарашлирини баян қилип өтти.
Японийәдики “асаһи шимбун” қатарлиқ нопузлуқ гезитләрниң бүгүнки санида йәнә, йеқинда уйғур ели сот даирилириниң тйәнәнменға аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсигә четишлиқ дәп қаралған үч нәпәр уйғурға өлүм җазаси бәргәнлики вә шундақла 13 нәпәр кишиниң охшимиған дәриҗидә қамақ җазалириға һөкүм қилғанлиқи көрситилгән.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.