Японийәниң окинава вилайитидә нөвәттики уйғур вәзийити аңлитилди
2018.03.27
Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси, дуня уйғур қурултийиниң асия-тинч окян районидики вакаләтчиси илһам мәхмут әпәнди дүшәнбә күни радийомиз зияритини қобул қилип, 25-март японийәниң окинава вилайитиидә нөвәттики уйғур вәзийити һәққидики доклат бәргәнликини баян қилди.
Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, японийәдики “окинава мудапийә мунбири” намлиқ тәшкилатниң орунлаштурушида ечилған уйғур вәзийити һәққидики доклат бериш йиғинға окинава вилайитидики парламент әзалири вә уйғур мәсилисигә қизиққучи һәр саһәләрдики әрбаплардин тәхминән 100 дәк киши қатнашқан.
Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, униң доклатида тилға елинған хитай коммунист һөкүмитиниң 1949-йилдин буян уйғурлар ичидики сәрхилларни йоқитиш обейкти қилғанлиқи вә уйғурларниң милли кимликини йоқутуш үчүн қолланған һәр хил сияси оюнлири һәққидики баянлар йиғин қатнашчилириниң диққитини қозғиған.
Илһам мәхмут әпәндиниң билдүришичә, униң докладидин кейин “окинава мудапиә мунбири” ниң башлиқи сатору накамура әпәнди сөз қилип, окинава вилайитидә мәзкур доклат бериш йиғинини уюштуруштики мәқсәтниң окинава вилайитидә уйғур мәсилисини техиму кәң даиридә аңлитиш икәнликини билдүргән.
Сатору накамура әпәнди мундақ дегән: “бүгүн бу паалийәтни өткүздуқ, бундин кейин мушу хил паалийәтләрни көп қетим өткүзүп, уйғурларниң әһвалини окинавалиқларға чүшәндүрүш билән биргә окинавадики ахбарат түзүлмисигә түзүтиш киргүзүп, уйғурлар мәсилисини техиму кәң даиридә тәшвиқ қилишни ойлашимиз.”
Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән тәсиратини баян қилған японийәлик бир ханим, японийәдәк мустәқил бир дөләттә яшаватқан өзигә охшаш японлуқларниң уйғурлар учраватқан бу хил зулумларни тонуп йетиши керәкликини, японлуқларниң һәр вақит хитайға охшаш таҗавузчи қошнисидин агаһ болуши керәклигини, японлуқларниң уйғурларға ярдәм бериши керәклигини тәкитлиди.
“әсли биз мустәқил бир дөләт болуш сүпитимиз билән мушундақ таҗавузчилиққа учриған, йоқитилиш хәвпигә учраватқан инсанларға ярдәм бериш орнида идуқ. Әмма бииз һазир өзимизниң дөлитигә келиватқан хәтәрлик әһвалларни билмәй, дуняда болуватқан ишларға көңүл бөлмәй йүрүптуқ. Нөвәттә уйғурлар учраватқан вәзийәтни аңлиғандин кейин, буниң толиму еғир мәсилә икәнликини тонуп йәттим. Бизниң окинавалиқлар вә японлуқлар чоқум ойғинип дөлитимизни мудапийә қилишта омумийүзлүк бир ойғинишни қолға кәлтүрүшимиз керәк. Шуниң билән бирликтә биз әҗдатлиримизға охшаш қалған милләтләргә ярдәмдә болуш, уларниң қайта мустәқиллиқини қолға кәлтүрүшидә күч чиқиришимиз лазим. Әлвәттә, биз уйғурларға ярдәм беришни һәргизму унтуп қалмаймиз, күнләрниң биридә чоқум уйғурларға ярдәм беримиз.”
Вәзийәт анализчилириниң қаришичә, японийәдә йеқинқи йиллардин буян хитайниң һөкүмранлиқи астидики уйғурларниң сиясий вәзийитигә болған қиззиқиш барғанчә күчәйгән. Болупму йеқинқи 30 йилдин буян, хитайниң иқтисадий җәһәттин баш көтүрүп, сиясий җәһәттин өз әтрапидики қошнилириға тәһдит пәйда қилишидәк риал вәзийәт, японийәдә хитай һөкүмитиниң ташқий сияситигә болған қизиқишни күчәйткән. Шуниң билән бирликтә хитайниң өз ичидики хитай болмиған уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ бесивелинған милләтләр зиминида йүргүзүватқан мустәмликичилик сиясити униң йеқин қошниси болған японийә һөкүмити вә хәлқиниң диққтини қозғаватқан муһим мәсилиләрниң биригә айланған.
Хитай даирилириниң уйғур диярида қурған “йепиқ тәрбийәләш лагерлири” вә бу лагерларға қамалған йүзмиңлиған уйғурлар тоғрисидики хәвәрләр японийә җәмийитидә күчлүк диққәт қозғимақтикән.