Японийә хосо университети уйғур тили синипи оқуғучилириниң уйғур тил сөйгүси
2015.05.29
Японийә хосо университети 2013 - йилидин башлап рәсмий уйғур тилини мәктәп оқутуш пиланиға киргүзүп уйғур тили синипини тәсис қилған. Шундин буян көплигән уйғур тил һәвәскарлири уйғур тилини өгиниш билән биргә, уйғур тарихи, мәдәнийити һәққидә әтраплиқ билимләргә игә болған.
Қәдирлик радийо аңлиғучилар, бүгүн биз японийә хосо университети уйғур тили синипи оқуғучлири билән уларниң уйғур тилини өгиниш әһвали һәққидә сөһбәт елип бардуқ.
Алди билән зияритимизни қобул қилған уйғур тил синипидики сәксән бәш яшлиқ момай бу һәқтә тохтилип мундақ деди:
- Мениң исмим йоширо сеико, 85 яшқа кирдим. Һазир хосо универистетида уйғур тили өгиниватимән. Мән уруш йиллирида туғулғанлиқим үчүн, оқуш пурситигә еришәлмигән. Кейин хизмәт билән алдираш болуп кәттим. Уйғур тили өгиниш арзуюм болғанлиқи үчүн, гәрчә һазир 85 яшқа кирип қалған болсамму оқушни давамлаштуруватимән.
Уйғур тили синипидики ооно исимлик оқуғучи өзиниң йеқинда уйғур тил муәллимдин өгәнгән, шаир әхмәтҗан османниң “мәңгүлүкниң қулвиқи” намлиқ шеирини бизгә декламатсийә қилип бәрди.
Уйғур тили синипидики оқуғучилардин шихо өзиниң уйғур тили өгиниш тәсирати һәққидә тохтилип мундақ деди:
- яхшимусиләр, мениң исмим айишә, мениң япончә исмим шихо болсиму, әмма уйғурчә айишә дегән исимни өзүмгә лайиқ көрүп, өзәмни айишә дәп ативалдим. Уйғур тили өгинишимдики сәвәб уйғур тилидики китаблар кутупхана вә китабханиларда асанлиқчә тепилмайду. Шуңа уйғур тилини кәмдин - кәм учрайдиған тил дәп қарап уни өгиниш нийитигә кәлдим.
Зияритимиз давамида уйғур тилини тунҗи қетим өгинишкә киришкән вә уйғур тилиниң толиму қийинлиқини һес қилған сеймото өзиниң уйғур мәдәнийити һәққидә дәсләпки билимләргә игә болғанлиқини вә шундақла буниңдин кейинму уйғур тилини қетиқинип өгинидиғанлиқини билдүрүп өтти.
66 яшлиқ уйғур тили һәвәскари геолог теҗима өзиниң уйғур тили өгинишкә сәвәб болған амиллар һәққидә тохтилип мундақ деди:
- Толуқ оттура мәктәптә оқуватқан чағлиримда тәңритағлири, тәклимакан қумлуқи, лопнор көлигә аит явропалиқ археологларниң язған китаблирини оқуп, йипәк йолиға болған қизиқишим вә бу йәрләрни зиярәт қилиш оюм пәйда болған иди. Һазирму шу нийәттә уйғур тили өгинип уйғур елидики йипәк йолини саяһәт қилип келиш арзуюм бар. Шу вәҗидин уйғур тилида оқуватимән. Гәрчә лопнурда атом синақлири елип берилған болсиму, йәнила уйғур елини көрүш арзуюм бар.
Уйғур мәдәнийитигә қизиқиш йүзисидин уйғур тилини тиришип оқуватқан аюми зиниң уйғур тили устазиниң толиму мулаһим вә әстайдиллиқини ейтти.
Синиптики 73 яшлиқ момай зияритимизниң ахирисида шаир әхмәтҗан османниң “хаин тағлар” намлиқ шеирини декламатсийә қилип бәрди.
Биз ахирида японийә хосо универистети уйғур тили синипиниң оқутқучиси доктор муққәдәс ханимға мекрафонимизни узаттуқ.
Доктор муққәдәс ханим уйғур тили синипиниң әһвали шундақла оқуғучиларниң уйғур тилини өгиниш қизғинлиқи һәққидә тохтилип, уйғур тили синипидики оқуғучиларға өзиниң ялғузла уйғур тилидинла әмәс, бәлки уйғур тарихи вә мәдәнийити һәққидиму әтраплиқ савақ бериватқанлиқини билдүрди.
У сөзидә, буниңдин кейин токйода ялғуз японларғила уйғур тилидин савақ берип қалмай, бәлки уйғур пәрзәнтлиригиму дәрс бериш ойиниң барлиқи һәққидә тохталди.
Ахирида доктор муқәддәс ханим дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан һиҗрәттики уйғурларға пәрзәнтлиригә уйғур тилини өгитиш вә ана тилини сақлап қилиш һәққидә йүрәк сөзлирини баян қилип өтти.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.