Хитай японийәдики уйғур оқуғучиларни контрол қилишни күчәйткән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.09.10
yaponiye-xitay-uyghur-teshwiqat.jpg Токйодики хитай әлчиханисида хитай орунлаштурған паалийәттә хитай оқуғучиларға уйғурчә кийим кийдүрүп, уссул ойнитип тәшвиқ қиливатқан көрүнүш.
nhk.or.jp

Японийәдики исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур оқуғучиниң бәргән язма учуриға қариғанда, токйодики хитай әлчиханисиниң орунлаштуруши билән 8-сентәбир күни, токйода япон-хитай достлуқиниң 40 йиллиқини тәбрикләш паалийити өткүзүлгән болуп, гәрчә хитай әлчиханиси паалийәт болуштин бир қанчә ай илгирила, японийәдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң һәммисини дегүдәк бу паалийәткә қатнишишқа дәвәт қилған болсиму, әмма уйғурлар бу паалийәткә қатнашмиған икән.

Бу оқуғучи мундақ дәп язған: “уйғурлар бу паалийәткә бармиған болсақму, японийәниң нһк телевизийә қанилида вә бир қанчә гезиттә бу һәқтики хәвәрләрдин, хитайларниң уйғурчә кийимләрни кийип “шинҗаңлиқ” лар яки “уйғурлар” дәп паалийәттә усул ойниғанлиқини һәтта “шинҗаң полуси дәп байрамға қатнашқанларға тамақ усуватқан әр ашпәзниң бешиға қазақчә доппа кийивалған бир хитай икәнликидәк хитай консули ишләткән сахтилиқларни көрдуқ. Бу японийәдики уйғур оқуғучиларда ғулғула қозғаватиду. Биз буни тәшвиқ қилған япон ахбарат васитилиригә буни ашкарилап наразилиқимизни билдүрүш алдида”.

Учур игилишимиз давамида японийәдики хитай әлчиханисиниң йетәкчиликидә хитай-япон достлуқ паалийитигә қатнишиш тәклипнамисини японийәдики башқа оқуғучиларниңму тапшуруп алғанлиқи ашкариланди. Нам шәрипини ашкарилашни халимиған бу оқуғучиниң бу һәқтә билдүрүшичә, токйодики әлчихана хадимлири вә хитай муһаҗирлири җәмийитиниң орунлаштурған алақиләшкүчилири бу оқуғучи биләнму биваситә телефонда алақилишип паалийәткә актип қатнишишни уқтурған болса, йәнә бир қисим уйғурлар хитай консулиниң тәклипнамисини почта арқилиқ тапшуруп алған.

Бу оқуғучи өзиниң 3 йилдин бери һәр язлиқ тәтилдә юртиға бималал қайтип берип-келип турғанлиқи вә хитай консулханисиниң паалийәтлиригә халимисиму қатнишип кәлгәнлики, әмма ахирқи қетим 3-айда, консулханиниң паспортини тәкшүрүп тизимлашни баһанә қилип еливалғандин буян, өзиниң консулханиға иккинчи бармиғанлиқини ейтти.

Униң ейтишичә өзидин башқа уйғур оқуғучиларниң бир нәччисидинму йеқинқи айларда паспортини узартиш вә башқа рәсмийәтләр үчүн хитай консулханисиға тапшурғандин буян алалмайватқан икән бәзилириниң паспорти тартивелинип орниға бирла қетим ишлитишкә болидиған саяһәт гуваһнамиси алмаштуруш бәргәнликини аңлиған.

Бу оқуғучиниң ейтишиға қариғанда, илгири бир мәзгил осакадики муавин хитай консули болуп турған қундуз йүсүп бир қанчә ай илгири сапородики хитай баш консулханисиға орунлашқан болуп, униң башчилиқида “шинҗаңлиқ оқуғучиларни башқуруш гурупписи” қурулғандин буян хитай консулханисиниң уйғур оқуғучиларни тәкшүрүши вә уларни һәр түрлүк сәвәбләр билән контрол қилиши техиму күчәйтилгән.

Бу оқуғучи йәнә өзиниң тунҗи қетим йеқинда токйода өткүзүлгән хитайниң уйғур елида лагерларни қуруп уйғурларни җазалаватқанлиқиға қарши намайишқа қатнашқанлиқи, әмма шуниңдин узун өтмәй аниси билән алақисиниң пүтүнләй үзүлүп қалғанлиқини, әмма һазир бу һәқтә ашкара ахбаратқа ашкарилиғанда, паспорти хитай консулханисиниң қолида болғачқа, тәқдириниң қандақ болушидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

Уйғурларниң хәлқара миқяста хитайниң уйғурларни лагерларға қамишиға қарши елип барған намайишиға аваз қошуп, бу йил 7-айниң 1-күни токйода уйғурлар өткүзгән намайишқа токйо әтрапидин көп санда уйғурлар иштирак қилған.

Илгири японийәдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң асасән хитай консулханиси билән бир қәдәр йеқин алақисини сақлап келиватқанлиқи вә бу оқуғучиларниң японийәдики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң паалийәтлиригиму қатнишип кәтмәйдиғанлиқи, чәт ‘әлләрдә елип бериливатқан сиясий паалийәтләргә аваз қошушиниң башқа әлләрдики оқуғучиларға қариғанда пассип болуп келиватқанлиқи мәлум иди. Шундақтиму хитай һөкүмитиниң дуня миқясида уйғур муһаҗирлириға вә оқуғучиларға қаратқан кәң көләмлик тәһдит селишидин уларму мустәсна қалмиған. Уларниңму ата-ана, қериндашлириниң лагерларға елип кетилгәнлики мәлум болмақта икән.

Японийәдин инкас қилған йәнә бир қиз оқуғучиниң дейишичә, униң ата-анисиниң мәһәллисидики хитай сақчилири униңға биваситә телефон қилип, бу йил язлиқ тәтилдә чоқум өйгә қайтип келишини тәләп қилған, әгәр қайтип кәлмисә ақивитигә өзи игә болидиғанлиқи һәққидә тәһдит қилған. У юртиниң әһвалиниң еғирлиқини билгәчкә баһанә көрситип қайтип кәтмигән, буниң билән униң юрттики уруқ-туғқанлири вә достлири билән болған барлиқ учур-алақиси үзүлүп қалған. У йеқинда анисиниң лагерға елип кетилгәнликини аңлиған. Гәрчә у бу шум хәвәрни аңлиғандин кейин чоңқур азаблиниватқан болсиму, йәнила әһвални ахбаратқа мәлум қилиштин қорқуватқанлиқини билдүрди.

Японийәдики уйғур оқуғучилардин бирқанчиси зияритимизни қобул қилған болсиму, һазирчә паспорти хитай консулханисиниң қолида, японийәдә туруш қанунлуқ визиси өтүп кетиш алдида туруватқан болғачқа, өзлириниң исим вә авазини аңлатмаслиқ шәрти билән юқириқи мәлуматларни бәрди.

Улар мисир қатарлиқ дөләтләрдин қайтип кәткән уйғурларниң түркүм-түркүмләп “қайта тәрбийәләш мәркәзлири” намидики җаз лагерлириға қамалғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни көргәнлики үчүн, өзлириниңму охшаш тәқдиргә учришидин әндишә қилмақта икән. Охшаш вәзийәттә қалған уйғур оқуғучиларниң көпийишигә әгишип уларму ойғинишқа, йәниму еғир ақивәттә қелишиниң алдини елиш үчүн бирлишип тәдбир елиш, өзлири вә хитайниң җаза лагерлириға қамалған ата-аниси һәм уруқ-туғқанлириниң һәқ-һоқуқини қоғдашни японийә һөкүмитидин тәләп қилиш йоллирини издимәктә икән.

Радийомизға башқа дөләтләрдә оқуватқан оқуғучилардин кәлгән инкаслардинму уйғурларниң хитай сақчилириниң юртиға қайтип кетиш һәққидики тәһдитигә учраш әһвалиниң түркийә, әрәб дөләтлиридин башқа явропа, америка қатарлиқ дөләтләрдиму давамлиқ йүз бериватқанлиқи мәлум.

“дәйлй бейсит” гезитиниң ‏14‏-авғуст, хитай сақчилириниң җасуслуқ һәрикитини америка туприқиғичә кеңәйтилгәнлики һәққидә бәргән хәвиридә, бәрна дегән тәхәллусни қолланған бир уйғур қиз оқуғучиниң, хитай сақчилириниң униң анисини гөрүгә елип тәһдит қилиш арқилиқ өзини җасуслуқ қилишқа қистиғанлиқидәк иқрарини мисалға елип, америкидила әмәс австралийә, түркийә қатарлиқ башқа әлләрдиму охшашла, нурғун уйғурларниң хитай сақчилириниң биваситә телефонда тәһдит қилиши вә уларниң аилисини гөрүгә елиши билән өзлириниң кимлик кинишкиси, адреси һәм сүрити қатарлиқ учурлирини хитай сақчилириға йоллап беришкә мәҗбур болғанлиқи шуниңдәк хитай сақчилириниң мушу усуллар арқилиқ уларни контрол қиливатқанлиқи оттуриға қоюлған.

Бир қисим дөләтләрдики хитай консулханилириға оқуғучилиқ рәсмийәтлирини беҗириш, паспорт узартиш үчүн барғанларниң паспортлири тартивелинип, уларниң паспортлири бирла қетим чегра һалқиғили болидиған саяһәт гуваһнамисигә алмаштуруп бериливатқанлиқи мәлум. Буниң билән чәтәлләрдин қайтип барған уйғурлар бирдәк тәрбийәләш лагерлириға елип кетиливатқан бир вәзийәттә, уларниң панаһлиқ ишлириму зор дәхлигә учраватқанлиқи мәлум.

Уйғур район даирилири 2-айда мәхсус “чәтәлләрдә оқуватқан оқуғучилар хизмити” йиғинини чақирип, чәтәлләрдә оқуватқан оқуғучиларға қаритилған башқуруш вә идийәви тәрбийә хизмитини күчәйтиш мәсилисиниму алаһидә музакирә қилған.

Бу мәсилә хәлқаралиқ мәтбуатларниңму диққитини тартип кәлмәктә. Бу һәқтә мәтбуатларға пикир баян қилған мутәхәссисләр сөзидә, чәтәлләрдики уйғурларниң уруқ-туғқанлириға бесим ишлитиш хитай әзәлдин ишлитип келиватқан бир васитә болуш биргә, униң юқири пән-техника билән техиму күчәйгәнликини ейтқан.

Әмма кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә уйғур көзәткүчиләр хитайниң бесимиға учриған уйғурларниң бу ишни чоқум өзлири турушлуқ дөләтләр һөкүмәтлиригә хәвәрдар қилиши керәкликини, мушундақ қилғанда бу мәсилини икки дөләт дипломатик алақилиридә оттуриға қоюшқа болидиғанлиқини әскәртип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.