Японлар вә уйғурлар баш вәзир абедин уйғур мәсилисидә зор үмидләрни күтмәктә

Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ
2013.07.19
yaponiye-saylam-abe-305.png Японийә баш министири шинзо абе сайлам паалийти үстидә
RFA/Qutluq

Мушу айниң 21 - күни японийидә өткүзүлидиған японийә юқири палата сайлимидин японийидики японлар, уйғурлар уйғур мәсилисидә зор үмидләрни күтмәктә.

японийә юқири палатасидики 250 кишилик орунни игиләш үчүн японийидики 12 партийиниң әзалири өз - ара риқабәтлишиду. Әгәр қайси партийә көп орунни игилийәлисә, шу партийә өзиниң нишани бойичә иш елип бариду.

японийидә һазирқи һакимийәт бешидики партийә әркин демократлар партийиси японийә төвән палатасида үстүн орунға игә болсиму, әмма юқири палатадики орниниң төвәнлики сәвәбидин, һакимийәт ишлирида өзлири хәлқигә бәргән вәдиләрни әмәлгә ашуруш, йеңи қанун лайиһиләш, асиядики кишилик һоқуқ мәсилилири қатарлиқ мәсилиләрдә қаралған лайиһиләр көп қетим төвән палатада юқири авазға еришкән болсиму, әмма юқири палата буни рәт қилған иди. Сәвәби юқири палатада японийә демократлар партийиси үстүн орунға игә болуп, 2010 - йилидики сайламда әркин демократлар партийиси уларға уттуруп қойған иди.

Бир қанчә күндин буян, японийиниң һәрқайси шәһәрлиридә сайламға қатнишидиған партийиләр сайламда юқири авазға еришиш үчүн хәлқни һәрикәтләндүрүш вә өзигә ишәндүрүш мәқситидә түрлүк тәшвиқат паалийәтлирини елип бармақта.

японийидики сайламға қатнишидиған партийиләр ичидә һазир һакимийәт йүргүзүватқан һәммидин күчлүк дәп қариливатқан әркин демократлар партийиси өзиниң тәшвиқатлирини давамлаштурмақта. Өткән йилидики японийә баш вәзирлик сайлимида юқири аваз билән баш вәзирликкә сайланған әркин дәмократлар партийисидин болған шинзо абе бу қетимқи юқири палата сайлимда көп авазға еришиш үчүн, японийә хәлқигә мураҗиәт қилип, япон хәлқиниң өзигә ишинишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. У, хәлқигә қилған сөзидә: шималий корийигә елип кетилгән тутқунлар мәсилиси, башқа дөләтләр билән болған японийиниң тупрақ мәсилиси қатарлиқ мәсилиләрни пәқәтла әркин демократлар партийисиниң һәл қилалишиға хәлқниң ишинишини мураҗиәт қилди.

Шинзо абе японийидә уйғур мәсилисигә һәммидин бурун көңүл бөлгән вә шундақла хитайниң сабиқ рәиси ху җинтав билән уйғур мәсилисидә йүз туранә сөһбәтләшкән баш вәзирләрдин бири. Шинзо абе японийә парламентидики уйғурларни қоллаш комитетини қурғучилардин бири вә шундақла уйғурларниң сүргүндики рәһбири рабийә қадир ханим билән көп қетим айрим сөһбәтләрдә болған японийә рәһбәрлиридин бири.

Бу қетимқи японийидики юқири палата сайлимида әгәр шинзо абе башчилиқидики әркин демократлар партийиси көп авазға еришсә, японийә һөкүмитиниң уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитайдики аз санлиқ милләт дәп атиливатқан милләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисигә тутқан мәйданида зор бурулуш болиду дәп қаралмақта.

Бу хилдики қарашларда болуватқан японлардин кенто зияритимизни қобул қилип бу һәқтә өзиниң қарашлирини баян қилип мундақ деди:

- Бу қетимқи сайламда әркин демократлар партийиси утуп чеқалиса, чоқум хитайдики уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисигә баш вәзир шинзо абе башчилиқидики японийә һакимийити бәкрәк көңүл бөлүши мумкин. Чүнки шинзо абе илгиридин тартип уйғур мәсилиси қатарлиқ хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә көңүл болуп келиватқан рәһбәрләрдин бири.

Зияритимизни қобул қилған, әмма японийә җәмийитидә һечқандақ сиясий партийиләргә әза болмиған, пәқәтла асияниң тинчлиқни тәрғип қилидиған тинчлиқпәрвәр кишиләрдин бири ареса ханим зияритимизни қобул қилип мундақ деди:

- Бу қетимқи юқири палата сайлимда баш вәзир абениң әркин демократлар партийиси үстүнлукни игиләйду дегән қияслар мәвҗут,әмма әркин демократлар партийиси ғәлибә қилса,японийә - хитай, японийә - корийә мунасивәтлири начарлишиду дәп ойлаймән. Чүнки улар бу икки дөләткә арал мәсилисидә қаттиқ қоллуқ ташқи сиясәт қоллиниду.

японийидә яшаватқили узун йиллар болған уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим бу қетимқи сайлам тоғрисида өз қарашлирини баян қилип өтти.

японийидә уйғур кишилик һоқуқ мәсилиси сайламдин кейин зор нәтиҗиләргә вә гүзәл истиқбалға еришиду дәп қараватқан дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам маһмут зияритимизни қобул қилип, әгәр әркин демократлар партийиси юқири палата сайлимида ғәлибигә еришсә, японийә парламентида уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси тоғрисида бирәр йеңи қанунниң лайиһилинип, униң мақуллиниш еһтимали барму дегән суаллимизға җаваб берип өтти.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.