Явропа парламенти әзалириниң уйғур мәсилиси һәққидики баянлири (4)
2018.10.15
4-Өктәбир күни фирансийәниң страсбург шәһиридә чақирилған явропа парламентиниң омумий йиғинида җаза лагерлири мәсилисини өз ичигә алған уйғурлар тоғрисида 15 маддилиқ қарар мақулланған иди. Мәзкур қарар мақуллиништин илгири явропа парламентиниң бәзи вәкиллири хитай бесимиға қарши уйғур дияри вә җаза лагерлири тоғрисида наһайити кәскин пикирләрни оттуриға қоюп өтти. Һәрбир парламент әзасиниң пикир баян қилиш вақти пәқәтла 1 минут болсиму, әмма бу 1 минут ичидә уйғур дияридики еғир вәзийәт охшимиған нуқтилардин рошән йорутуп берилгән.
Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әхмәт әпәнди явропа парламенти әзалириниң бу нутуқлирини “хитайниң һәқиқий маһийитини ечип бәргән нутуқлар” дәп баһалиди.
Йиғинда “әркин явропа вә демократийә гуруһи” ниң әнглийәлик вәкили маргот паркер ханим сөзидә хитайни өз мәҗбурийәтлирини ада қилишқа чақирған. У мундақ дегән: “хәлқарада хитайниң роли зор вә барғансери зорийиватиду. Әмма хитайниң буниңға мас қәдәмдә өтәшкә тегишлик мәҗбурийәтлири һәм мәсулийәтлири бар. Хитай буниң һөддисидин чиқиши лазим. Хитайниң иқтисади тәрәққий қилған болсиму, әмма униң кишилик һоқуқ саһәсидә илгириләш болмиди. Болупму шинҗаң районида еғир дәриҗидики инсаний һоқуқ дәпсәндичилики мәвҗут. Хитай буни хәлқараға ‘әсәбий исламий террорлуққа қарши туруш’ дәп изаһлаватқан болсиму, әмма униң бу җәһәттә йолға қоюватқан сиясәтлири чәктин ешип, қизил сизиқтин һалқип кәтти. Шинҗаңда уйғурлардин ибарәт асаслиқ йәрлик милләтниң кишилик һәқлири дәпсәндә қилиниватиду вә бу милләт харлиниватиду. Хитай әгәр хәлқарада күчлүк бир дөләт болимән дәйдикән, кишилик һоқуқ саһәсидә өз зиммисидики мәҗбурийәтлирини ада қилиши керәк. Хитайниң қандақ бир дөләт болғанлиқини униң кишилик һоқуқ җәһәттә иҗабий яки сәлбий нәтиҗә яратқанлиқи бәлгиләйду.”
“явропа хәлқ партийәси гуруһи” ниң руминийәлик вәкили ксаба согор сөзидә һәрбир уйғур аилисидин бирдин кишиниң тутқунға учриғанлиқини баян қилған. У мундақ дегән: “хитайдики инсаний һәқ-һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида биз узундин буян аңлап келиватимиз. Һәммидин зиядә болғини бүгүн аз санлиқ милләт болған уйғур, тибәтләр үстидин йүргүзүлүватқан һәддидин артуқ етник вә диний җәһәтләрдики бастуруштур. Болупму шинҗаң районидики ‛тәрбийәләш орни‚ дәп нам қоюлған җаза лагерлиридики дәпсәндичиликләрдур. Бу йәргә қамалғанлар қайтип чиқалмайду. Зади қанчилик адәмниң қамалғанлиқи техи намәлум. Мәлум болғини шуки, һәрбир уйғур аһалисиниң бир әзаси тутуп кетилгән. Әгәр хитай билән бизниң аримизда кишилик һоқуқ диалоги өткүзүшниң йәнә зөрүрийити мәвҗут болса, бу паҗиәләргә дәрһал хатимә беришни алдинқи орунға қоюшимиз лазим.”
Уйғур зиялийси, германийәдики җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәнди явропа парламентиниң қарарини “уйғур хәлқиниң аһу-зариниң ахири дуняға аңланғанлиқидин вә д у қ қатарлиқ муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириниң тинимсиз әҗридин” дәп қарайдиғанлиқини тилға алди.
“явропа хәлқ партийәси гуруһи” ниң полшалиқ вәкили кристоф һетман уйғур балилириниңму “тәрбийәләш лагерлири” ға қамалғанлиқини оттуриға қойған парламент әзасидур. У мундақ дегән: “шинҗаң уйғур аптоном районидики бүгүнки вәзийәт бу йәрдә уйғур вә қазақларға қарита етник вә мәдәнийәт қирғинчилиқи йүз бериватқанлиқини көрсәтмәктә. Түркүмләп уйғурлар вә қазақлар ‛тәрбийәләш орни‚ дегән намдики җаза лагерлириға қамилипла қалмай, уларниң пәрзәнтлириму ‛балилар җаза лагерлири‚ ға соланмақта. Хитайниң аз санлиқ бир милләтниң миллий кимликигә таҗавуз қилиши чәктин ашқан. 2017-Йили хитай даирилири 75 данә ‛балилар тәрбийәләш орни‚ қуруп чиққан. Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң мәлуматлириға асасланғанда, 30 милйон доллардин артуқ пул хәҗләп, заманиви көзитиш аппаратлири тәсис қилип, уйғурларни кишилик әркинликидин мәһрум қилидиған омумйүзлүк назарәт системисиға мәһкум қилған. Хитай һакимийити уйғур районидики барлиқ назарәтләрни бикар қилиши, лагерларни тақап, тутқундики уйғурларни азад қилиши, түрмиләрдики сиясий мәһбусларни дәрһал қоюп бериши лазим вә биз бу районға көзитиш гурупписи әвәтип уйғурларниң кишилик һәқлириниң дәпсәндә қилиниш әһваллири тәкшүрүшимиз керәк.”
“явропа хәлқ партийәси гуруһи” ниң чех җумһурийити вәкили станислав полчак җаза лагерлири мәсилисини “етник уруш” дәп атиған парламент әзасидур. У мундақ дегән: “хитайдики уйғурдин ибарәт аз санлиқ бир милләтниң инсаний һәқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи тоғрисида һәр хил қарашлар оттуриға қоюлди. Лопез әпәнди җаза лагерлири вә буниң хәлқарадики дәлиллири һәққидә тохталди һәмдә хитай билән бу һәқтә дәрһал сөзлишишни тилға алди. Шафхаусер әпәнди болса лагерларниң мәвҗут болушидики пакитларни йетәрсиз дәп изаһлиған болди. Мениң дәйдиғиним, хитайниң ‛террорлуққа қарши туруш‚ шоари астида елип бериватқан бастурушлири вә бүгүн уйғурларниң бешиға келиватқан күлпәтләр бу районда етник уруш йүз бериватқанлиқини көрсәтмәктә. Милйонлиған уйғурлар лагерларда қийналмақта. Бу аз санлиқ милләтниң кимлики вә мәвҗутлуқи үчүн қолимиздин немә кәлсә шуни дәрһал қилишимиз, уларни инсаний һоқуқ дәпсәндичиликидин азад қилишимиз лазим.”
“явропа әркинлик партийәси вә демократийә партийәси иттипақи гуруһи” ниң әнглийәлик вәкили ваҗид хан мундақ дегән: “бир дөләт әгәр сақчи дөлити түзүмидә милйонлиған инсанни лагерларға қамап тутқунда яшашқа мәҗбурлиса, бу хил еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики инсанийәткә қарши җинайәт һесабида хәлқара сотниң җазасиға учрайду. Хитай һөкүмитиниң иқтисадий тәрәққият тосалғулиридин әндишидә болуватқанлиқи ениқ. Әмма буниң мувапиқ чарилирини издәш лазим. Хәлқара ахбарат васитилиридики учурлардин мәлум болушичә, уйғур аптоном районида хитай һөкүмити 1 милйон билән 2 милйон арисидики уйғурларни җаза лагерлириға қамап уларниң инсаний һәқлиригә таҗавуз қилмақта. Мән хитайни лагерларни дәрһал тақап, инсаний һәқ-һоқуқ дәпсәндичиликини дәрһал тохтитип тутқундики уйғурларни азад қилишқа чақиримән. явропа иттипақи һазирға қәдәр хәлқарада кишилик һоқуқни қоғдашниң алдинқи сепидин орун елип кәлди. Бу апәткә хатимә бериштиму өзиниң ролини җари қилдурушини үмид қилимән һәмдә һәр бир парламент әзасиниң мәзкур қарарға актип аваз қошушини сораймән.”
Д у қ тәтқиқат мәркизи мудири әнвәр әһмәт әпәнди явропа парламентида қолға кәлтүрүлгән бу нәтиҗигә юқури баһа бәрди.