Явропа парламентида уйғур зиялийси илһам тохти һәққидә илмий муһакимә йиғини ечилди
2016.05.28
2016 - Йили 5 - айниң 25 - күни явропа парламентида вакаләтсиз милләтләр - хәлқләр тәшкилати, германийә хәтәр астидики хәлқләр җәмийити вә йеқинда явропада қурулған “илһам тохтини қоллаш гурупписи” намлиқ аммиви гуруһ - тәшкилатларниң тәшкиллиши билән илһам тохтиға аит илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
Бу қетимқи паалийәтни уюштурғучилардин баш штаби германийәдики “явропа шәрқий түркистан бирлики” ниң рәиси шундақла “илһам тохти гурупписи” ниң қурғучилиридин бири болған әнвәрҗан әпәнди вә уйғур сиясий паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Әнвәрҗан әпәнди алди билән бу қетимқи йиғин иштиракчилири вә йиғинниң елип берилиш җәряни һәққидә тохтилип өтти. Әнвәрҗан әпәнди бу қетимқи йиғинға явропа парламентиниң бир қисим әзалирини өз ичигә алған һалда америка, явропадин бир түркүм алим, тәтқиқатчи вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қатнашқанлиқини һәмдә муһакимә йиғининиң икки бөлүм бойичә елип берилғанлиқини, һәр бөлүмдә 4 нәпәрдин җәмий 8 нәпәр адәмниң мақалә оқуғанлиқини ейтти.
1 - Бөлүмдә асасән уйғур райониниң омумий вәзийити, муһаҗирлар мәсилиси, уйғурлар билән хитайлар оттурисидики зиддийәтниң мәнбәси, хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясәтлири һәққидики мақалиләр; 2 - бөлүмдә болса, мәхсус илһам тохтиниң һаяти, илмий әмгәклири, униң хитай - уйғур достлуқини бәрпа қилиш үчүн көрсәткән тиришчанлиқи, уйғурларниң һәқ - һоқуқлири үчүн елип барған күрәшлири вә ахирида наһәқ түрмигә ташланғанлиқи, униң һәтта хитай зиялийлири тәрипидинму қоллап - қуввәтләнгәнлики қатарлиқ мәсилиләр оттуриға қоюлуп, бундақ тинчлиқпәрвәр инсанниң хәлқара сәһнидә сахароф мукапати вә башқиму мукапатларға көрситилиши һәқлиқ икәнлики оттуриға қоюлған.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң мудири долқун әйса әпәнди йиғин мәқситиниң илһам тохтини сахароф мукапатиға наил қилиш үчүн җамаәт пикри һазирлаш вә илһам тохти мәсилисини явропа парламентида күнтәртипкә әкелиш арқилиқ нөвәттики уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитигә дуняниң диққитини йәнә бир қетим җәлп қилиш икәнликини қәйт қилди. Долқун әйса әпәнди йәнә, илһам тохти мәсилисиниң хәлқаралишишиниң уйғурларниң миллий дәва ишлири һәм уйғур хәлқиниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийитигә нисбәтән тәсири һәққидиму қарашлирини оттуриға қоюп өтти. Ахирида у илһам тохти мәсилисини чөридигән һалда уйғурлардин күтидиған үмидлирини изһар қилди. Әнвәрҗан әпәнди ахирида бу қетимқи илмий муһакимә йиғинида елинған қарар үстидә тохтилип өтти.