мутәхәссисләр түрк хәлқини хитайниң явроасия төмүрйол пиланиға алданмаслиққа чақирди

يېڭى يىپەك يولى تۆمۈر يولى پىلانى كۆرسەتمىسى
йеңи йипәк йоли төмүр йоли пилани көрсәтмиси (RFA/Arslan)

0:00 / 0:00


хитайниң уйғур елини түркийәгә туташтуридиған бир тиз сүрәтлик төмүрйол қурулушиға тәйярлиқ қиливатқанлиқи һәққидә пикир йүргүзгән түркийәдики бәзи мулаһизичиләр хитайниң мәзкур хәвәрни пәқәт түркийә хәлқиниң диққитини шәрқий түркистан мәсилидин бураш үчүн оттуриға чиқарғанлиқини илгири сүрмәктә.

түркийә мармара университетиниң оқутқучиси доктор абдулһәмит авшар әпәнди хитайниң илгириму түркийәгә мәбләғ селиштин ибарәт ялған вәдиләрни бәргәнлики, бу нөвәт түркийәгә туташтурулидиған 150 милярд долларлиқ төмүр йол қурулушиниңму ялған болуши мумкинликини билдүрди.

хитай даирилири 5 - июл уйғур елидин башлинип қирғизистан, таҗикистан, өзбекистан, түркмәнистан, иран, түркийә вә булғарийә қатарлиқ әлләргә тутишидиған омумий мусаписи 6 миң километирлиқ бир төмүр йол қурулушиға тәйярлиқ қиливатқанлиқни хәвәр қилған иди.

"һөрийәт" гезитиниң хәвиригә қариғанда, хитайниң истанбул арқилиқ явропаға тутишидиған бу төмүр йол пилани әмәлийлишиши үчүн алди билән оттура асия дөләтлири оттурисида геополистика җәһәттики мәсилиләр һәл қилинип өз - ара келишиши, униңдин башқа йәнә бу иш пиланниң әмәлийлишиши үчүн иқтисадий вә техника җәһәттики қийин мәсилиләр һәл болуши керәк икән.

"милләт" гезитиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, хитайниң 4 тирилйон доллардин артуқ ташқи тиҗаритиниң тәхминән йерими явропа, оттура шәрқ вә оттура асия дөләтлири билән елип берилидикән, әмма бу тиҗарәт һазирғичә деңиз йоли билән елип берилмақта икән.

"дуня бултәни" тор гезитиниң бу һәқтики хәвиридә көрситишичә, хитай һөкүмитиниң америкини өз ичигә алған асия - тинч окян дөләтлири билән деңиз ихтилаплири болғачқа, мәзкур төмүрйол пилани хитай үчүн муһим истратегийәлик әһмийәткә игә икән.

истанбулдики мармара университетиниң оқутқучиси доктор абдулһәмит авшар бу һәқтә елан қилған "хитайниң түркийәдики йеңи чүшәнчә һәрикити дегән" темидики мақалисидә, хитайниң бу хәвәрни "5 - июл үрүмчи вәқәси" ни түркийә күнтәртипидин узақлаштуруш вә хәлқниң пикрини өзгәртиш мәқситидә бу хәвәрни 5 - июл күни елан қилғанлиқини билдүргән.

зияритимизни қобул қилған абдулһәмит авшар әпәнди бу һәқтә мундақ деди: бу хәвәр елан қилинған күнни көз алдимизға қоюп туруп тәпсилатиға диққәт билән қаралғанда, диққәтни бураш вә җамаәт пикрини бурмилаш үчүн һәрикәт қилғанлиқини рошән көрүвалғини болиду. улар алди билән шәрқий түркистанни түркийәгә бағлайдиған бир йол ясайдиғандәк чүшәнчә бериду, йәни җамаәттә хитай шәрқий түркистанни тәрәққий қилдуруш үчүн көп мәбләғ селиватиду, дегәнгә охшаш чүшәнчә пәйда қилмақчи болған. иккинчидин, хитайниң буни 2009 - йилидики "5 - июл үрүмчи вәқәси" ниң хатирә күнидә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сияситигә нисбәтән түркләрдә оттуриға чиқидиған ғәзәп - нәпрәтниң алдини елиш мәқситидә елан қилғанлиқини көрүвелиш мумкин.

хитайниң әң көп қорқидиғини түркийәниң шәрқий түркистан мәсилисини қоллиши. чүнки түркийәниң қоллиши башқа дөләтләрдин пәрқлиқ болуп униң тәсириниң бәк күчлүк вә чоңқур болидиғанлиқини хитай яхши билиду. буниң, илгирикигә охшаш хитай дәрһал иқтисадий йол билән түркийә җамаитини тәсирләндүрүш йолини таллиди. үрүмчи вәқәләрдин кейин оттуриға қоюлған түркийәгә 40 милярд доллар мәбләғ селиштин ибарәт ялған вәдиси әмәлгә ашмиди.

доктор абдулһәмит авшар хитайниң бу пиланиниң әмәлийәткә уйғун әмәсликини бу бир тәтүр тәшвиқат қилиш үчүнла елан қилинған учур икәнликини ипадилиди.