Кастамону университетида “шәрқий түркистанниң бүгүнки әһвали” намлиқ йиғин өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2017.11.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
kastamonu-Universititide-Uyghurlar-toghrisida-yighin-1.jpeg Кастамону университетида ечилған уйғурлар тоғрисидики йиғиндин көрүнүш. 2017-Йил 10-ноябир, түркийә.
RFA/Arslan

11-Айниң 10-күни түркийәниң кастамону университетида “шәрқий түркистанниң бүгүнки әһвали” дегән темида йиғин өткүзүлди. Мәзкур йиғин шәрқий түркистанниң истиқлал маршини оқуш билән башланди.

Йиғинда ғази университетиниң профессори әкрәм ариқоғли әпәнди уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида доклат бәрди. 

Профессор әкрәм арқоғли өткән йили уйғур диярини зиярәт қилип кәлгән болуп, у уйғурларниң бүгүнки әһвали тоғрисида сөзлигән доклатида уйғур диярида көргән наһәқчиликләр вә сиясий бесимларни өзи тартқан фото сүрәтләр арқилиқ җанлиқ чүшәндүрди. 

Әкрәм арқоғли әпәнди мундақ деди: “түрк дунясида әң еғир әһвал астида қалған қериндаш милләтләрдин әң башта тилға елинидиғини шәк-шүбһисизки, уйғурлардур. Чүнки башқиларниң үмиди вә ташқи дуня билән болған мунасивәтлири үзүлүп қалмиған, әмма уйғур қериндашлиримизниң әркинлики йоқ, улар асарәт астида қалди. Мән буларни өз күзүм билән көрдүм. Уйғурлар тоғрисида бир уйғур сөзлисә бәлким башқилар һессиятиға берилип сөзләватиду, дейиши мумкин. Әмма мән уйғур әмәс, мән бир түрк. 30 Йилдин буян түрк дунясиға алақидар тәтқиқатлар елип бериватимән, мән бу йәрдә шәхсән өзүм шәрқий түркистанға барғинимда бешимдин өткәнләрни сөзләватимән, өзүм тартқан рәсимләрни көрситиватимән. Һессиятқа берилмәстин, әмәлий мисаллар билән сөзләватимән. Әлвәттә, биз уларни яхши көримиз, әмма мәвҗут мәсилини битәрәп туруп аңлитишқа тиришиватимән.”

Профессор әкрәм арқоғли йәнә мундақ деди: “түркий қәвмләр тарихтин буян хитайларға қарши күрәш қилип кәлди. Көктүрк ядикарлиқлирида хитайларға алақидар агаһландурушлар йезилған, кейинки дәврләрдиму шундақ болди, охшашла бүгүнки күндиму күрәш давам қиливатиду, чүнки шәрқий түркистан ишғал астида қалған земин. 1949-Йилиғичә шәрқий түркистан җумһурийити намида бир мустәқил һакимийәт бар иди. Шәрқий түркистанниң йәр көлими1 милйон 600 миң квадрат километир, түркийәдин икки һәссә чоң, әмма 23 милйон инсан яшайду. Буларниң ичидә 11 милйони уйғурлар. 1949-Йилларда шәрқий түркистан аһалисиниң 90 пирсәнти уйғурлар иди. 1950-Йиллардин башлап, районда милләтләрниң нопус қурулмиси өзгәрди, хитай райондики йәрлик уйғурларниң қиммәт қарашлири билән мәдәнийәтлирини йоқ қилди. Хитайларни көчүрүп келип йәрләштүрди. Бүгүн шәрқий түркистанниң омумий нопусиниң йүздә 45 пирсәнтини хитай көчмәнләр тәшкил қилиду.”

Йиғин ахирида уйғур оқуғучиларғиму сөзләш пурсити берилгән болуп, нурниса исимлик бир ханим сөз қилип уйғурларниң һазир бешиға келиватқан қийинчилиқларни аңлатти. 

Нурниса ханим уйғур аяллириниң хитайниң туғут чәкләш сияситиниң қурбани болуп кәлгәнликини тилға елип мундақ деди: “уйғурларниң иккидин артуқ пәрзәнт көрүши чәкләнди, әмма бизниң бәзи аяллар үчинчи вә төтинчи пәрзәнтлирини йошурун һалда туғиду, мениң һаммамму еғир аяқ болғанда башқа йәргә кетип туғуп кәлди вә у балини беқивалдим дәп көрсәтти. Көпинчә аилиләр иккидин артуқ пәрзәнтлик болиду әмма у балилар 6-7 яшқа киргәндә нопуси болмиғанлиқи үчүн мәктәпкә қобул қилинмайду. Икки йил илгири хитай даирилири ашу хилдики балиларни нопусқа алидиғанлиқини билдүрүп уқтуруш чиқарди. Балиларни ата-аниси нопусқа алдуруш үчүн елип барғанда, сөзидин йенивелип иккидин артуқ пәрзәнтиң бар икән, қанунға хилап дәп нопусқа елиш уяқта турсун өйлиридин чиқарди. Һәтта мениң һаммамниң дости дохтур иди, иккидин артуқ пәрзәнт көргән дәп иштин чиқиривәтти вә икки йиллиқ қамаққа һөкүм қилди.” 

У йәнә мундақ деди: “бу йәрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң көпинчилири ата-анилири билән телефонда көрүшәлмәйду, мениң дадамму 8 айдин буян түрмидә ятиду. Шәрқий түркистанда сақал-бурут қоюш чәкләнди. Хитайниң чүшәнчиси бойичә, сақал қойған әрләр террорчи болармиш, шуниң үчүн сақал қоюшни чәклиди. Һазир һеч ким сақал қоюп йолларда йүрәлмәйду, бүгүнки күндә җәмийәттә яшларниң көпинчиси түрмигә қамалди вә тәрбийиләш орунлириға йиғивелинди, кочиларда әрләр қалмиди.”

Нурниса ханим йәнә түркләрниң көпинчиси шәрқий түркистан десә билмәйдиғанлиқини ипадиләп мундақ деди: “мән университетқа йеңи кәлгәндә савақдашлирим мәндин шәрқий түркистан қәйәрдә дәп сориди, чүнки хәритидә йоқ, хәритидә болмиғанлиқи үчүн билмәйду, бу әһвалдин бизниң көңлимиз бәк йерим. Әмма бир күни хәритидә шәрқий түркистанниң нами йезилиду вә көк байрақ ләпилдәйду. . .” 

Профессор әкрәм ариқлиоғли әпәнди откән йили уйғур дияриға берип үрүмчи, турпан, ақсу, қәшқәр, хотән қатарлиқ шәһәрләрни айлинип чиққан болуп, түркийәгә қайтқандин кейин, әнқәрә вә истанбул қатарлиқ җайларда мәхсус доклат берип, уйғурларниң бүгүнки әһвали тоғрисида мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.