Қазақ мутәхәссислириниң нәзиридики заманиви қазақистан уйғур прозиси
2015.03.16

Қазақ алимлири заманиви уйғур әдәбиятиниң проза саһәсини тәтқиқ қилиш җәрянида язғучиларниң роман, повест, һекайигә охшаш һәр хил жанирларда йәткән утуқлирини атап көрсәткән.
Улар шундақла әдибләрниң вәқәләрни тәсвирләштики, қәһриманлар образлирини яритиштики, әсәр композитсийисини түзүштики, тил-услуб җәһәттики алаһидиликлиригә әһмийәт берип, болупму өткәнки әсирниң ахири вә бүгүнки күндики әдәбий җәрянини мунасип баһалиди.
Қазақ тилида нәшр қилинған “һазирқи әдәбияттики омуми инсаний қәдрийәтләр” намлиқ монографийәдә билим вә пән министирлиқи мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң алимлири, филологийә пәнлириниң докторлири вәлихан қалиҗанов, шарияздан елеукеноф, гүлҗаһан орда уйғур язғучилиридин әхмәтҗан һашироф, алимҗан бавдиноф, шайим шавайеф, авут мәсимоф, гүлбәһрәм хошайева охшаш әдибләрниң иҗадийитигә тохталған.
Зияритимизни қобул қилған мәзкур институтниң баш илмий хадими, филологийә пәнлириниң доктори гүлҗаһан орда уйғур прозиси һәққидә өз пикирлирини оттуриға қойди.