Америка әдлийә даирилириниң доклатида америка әскәрлириниң гүәнтанамода хитай сорақчиларға һәмкарлашқанлиқи паш қилинди
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.05.23
2008.05.23
Доклатта, америка билән хитайниң 2002 - йили хитай сорақчилириниң гүәнтанамони зиярәт қилип, уйғур тутқунларни тергав қилишқа йол қоюшқа потушкәнликини тәкитлигән.
Америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң баш мупәттиши глән файин Glenn Fine ниң доклат қилишичә, гүәнтанамодики бир уйғур тутқун билән уларниң тәрҗимани федератсийә тәкшүрүш идарисиниң бир хадимиға, хитай сорақчилар уйғурларни тергав қилиштин бурун тутқунларни узун мәзгилгичә ухлатмиғанлиқини, ғизаландурмиғанлиқини, нәччә саәтләп соғуқта турушқа мәҗбурлиғанлиқини билдүргән.
Бу һәқтики бир хәвәрдә уйғур тутқунларниң адвукати сузан мәнниңниң Susan Manning гүәнтанамодики америка әскәрлирини уйғур тутқунларға қийнаш тактикиси ишлитиш билән әйиблигәнлики йезилди. Баш мупәттиш глән файинниң доклатида әскәртишичә, бир уйғур тутқун федератсийә тәкшүрүш идарисиниң хадимиға хитай сорақчилар уни тергав қилидиған күнниң кечиси өзиниң һәр 15 минутта бир қетим ойғутулғанлиқини, узун мәзгилгичә соғуқ өйгә солап қоюлғанлиқини, аз дегәндә бир қетим тамақ йийәлмигәнликини ейтқан.
Доклатта, бу сорақларға бәзидә америка әскәрлириниң қатнашқанлиқини, бәзидә хитай сорақчиларниң өзи ялғуз елип барғанлиқини язди. Лекин америка һөкүмити гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғур тутқун хитайға қайтурулса, уларниң тән җазасиға учраш яки өлүм җазасиға һөкүм қилиниш еһтималидин әнсирәп, 3 - бир дөләткә өткүзүп беридиғанлиқини, лекин уларни қобул қилидиған 3 - бир дөләтниң чиқмайватқанлиқини илгири сүрмәктә. Тутқунларниң йәнә бир адвукати сәйбен виллет йеқинда дөләт мәҗлисидә уйғур тутқунларни америкида елип қелишни тәләп қилди.