Америка президент кандидатлири хитайни пуқралириниң кишилик һоқуқлирини қоғдашқа чақирди

Америка президент кандидатлири барак обама вә җон меккейинлар өзлириниң хитай сиясәтлирини шәрһилигән болуп, буниңда һәр иккила кандидат хитай сода мунасивәтлири җәһәттә көп тохталғандин башқа йәнә, хитайни өз пуқралириниң кишилик һоқуқлирини қоғдашқа чақиридиғанлиқини оттуриға қойди.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.09.15

 Демократлар партийиси президент кандидати барак обама вә җумһурийәтчиләр партийиси кандидати җон мекейнларниң хитай сиясити вә америка ‏ - хитай мунасивәтлиридики мәйдани, 15 - сентәбир дүшәнбә күни америка сода бирләшмиси хитай ишлар бөлүминиң тор бетидә елан қилинди.

Барак обама хитай сияситидә, кишилик һоқуқ җәһәттә, хитайниң өзиниң барлиқ пуқралириниң кишилик һоқуқини қоғдаш, демократийә вә дөләтни қанун бойичә идарә қилиш йолиға қарап меңишиниң хитайни дөләт ичи вә сиртида һөрмәткә сазавәр қилидиғанлиқи илгири сүргән вә " әмәлийәттә хитайниң өз пуқралириму буларни күтиду вә тәләп қилиду. Хитай демократийә, қанун билән идарә қилиш вә кишилик һоқуқни йолға қоюш һәмдә иҗра қилишқа қарап йүзләнгән еқимдин айрилип мәңгү мәвҗут болуп туралмайду" дәп оттуриға қойған.

Җумһурийәтчиләр партийиси президент намзати җон мекейн болса, бир дөләтниң өз пуқралириға қандақ муамилә қилиши хәлқара диққәт - етибарини қозғайдиған қануни тема икәнликини, хитайниң кишилик һоқуқ мәсилилиридә нурғунлиған хәлқара әһдинамиләргә имза қойғанлиқини, буларниң дөләтниң бир пүтүнлүки мәсилисидин үстүн туридиғанлиқини илгири сүргән.


Уларниң һәр иккилисиниң сиясәтлиридә йәнә, америка - хитай сода мунасивәтлири һәққидә пиланлар оттуриға қоюлған болуп, барак обама бейҗиң даирилириниң ө з пулиниң қиммитини "сүний һалда төвән" тутқанлиқини билдүргән вә хитайниң өз пулиниң хәлқара базарда алмаштуруш қиммитини тәңшишигә һәйдәкчилик қилиш җәһәттә барлиқ дипломатийә вастилирини ишқа салидиғанлиқини оттуриға қойған.

Кандидатларниң хитай сияситидә йәнә, дуня һава килимати өзгириши вә енергийә бихәтәрлики, ядро қораллириниң кеңийип кетишиниң алдин елиш җәһәтләрдә хитайни мәсулийәтчан вә актип болушқа чақиридиған тәрәпләрму алаһидә көзгә челиқиду.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.