Америка билән тәйвән оттурисидики қорал содиси қайтидин башланди

Бейҗиң олимпики аяғлашқандин кейин, америка билән тәйвән оттурисидики 90 милйон америка доллирилиқ қорал содиси қайтидин башланди. Роейтерс агентлиқиниң баян қилишичә, тәйвән билән бейҗиң оттурисидики җиддийликни пәсәйтиш үчүн лайиһиләнгән америкидин қорал сетивелиш пилани, өткән бир мәзгил ичидә вақтинчә тоңлитилған иди.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.08.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

 Тәйвән президенти майиңҗю тәхткә чиқип, хитай - тәйвән оттурисида йеқинлиқ көпийишкә башлиғандин кейинму, хитайниң тәйвәнгә болған тәһдити пәсәймигәнлики үчүн, бу пиланни иҗра қилиш һазир йәнә қайтидин башланди.

Хәвәрдә баян қилинишичә, америка мушу һәптидә тәйвәнгә деңиз йүзидики һәрбий парахотларни пачақлаш үчүн қоллинилидиған харпун бәлгилик башқурулидиған бомбидин 60 ни сетип бериду. Тәйвән қисимлирини күчләндүрүш үчүн, америка тәйвәнгә йәнә су асти парахотларға тақабил туридиған P - 3C бәлгилик айропилан, F - 16C/ D бәлгилик һуҗумчи айропилан вә сүни һәмра арқилиқ йөнилиш бәлгиләйдиған GPS системиси сетип бериду.

Хәвәр архиплириға қариғанда, 1949‏ - йили җаңкәйши билән мавзедоң оттурисидики ички урушта тәйвән хитайдин айрилип чиққан иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.