Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси тибәт вә уйғурлар һәққидә қарар мақуллиди

Америка дөләт мәҗлиси чаршәнбә күни, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә хатимә бериши тоғрисида мәхсус қарар лайиһиси мақуллиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.07.31

 Америка дөләт мәҗлисидә чиқирилған мәзкүр қарар лайиһисидә, хитайниң уйғур вә тибәтләргә қаритилған бастурмичилиқ сиясити алаһидә тәнқид қилинғандин сирт, хитайниң йәнә судан һәмдә дарфур һөкүмәтлиригә көрситиватқан қоллаш позитсийиси тәнқид қилинған, шуниңдәк хитайниң мәзкүр қилмишларни қәтий тохтитиши тәләп қилинған. Бу қетим қарар, америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң хитайға қарши елан қилған әң күчлүк қарар лайиһиси һесаблинидикән.

Қарар лайиһисидә тәкитлинишичә, хитай юқирида тилға елинған шәртләр астида иш көргәндила андин келәр һәптә өткүзүлидиған бейҗиң олимпик тәнтәрбийә мурасимини олимпик роһиға уйғун шәкилдә әркин вә ашкара елип бериш салаһийитигә еришәләйдикән.

Америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң чаршәнбә күни елан қилған қарар лайиһиси биргә қарши 419 аваз билән мақулланған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.