Америка, бейҗиң олимпикидин рази болмиғанлиқини билдүрди

Америка олимпикниң хитайға тәсир қилмиғанлиқини, йәни дуняға ечилиш вә әпучанлиқ җәһәттә хитайда илгириләш болмиғанлиқини билдүрди. Ақ сарай олимпикниң ахирқи күнидә хитайниң 8 нәпәр америкилиқ тәнһәрикәтчини тибәтни қоллиғанлиқи үчүн йәкшәнбә күни чеградин һәйдәп чиқарғанлиқини әйиблиди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.08.25

Ақ сарайниң бу һәқтики баянатида йәнә, бейҗиңда намайишчилар үчүн айрилған бағчида һечқандақ намайишқа йол қоюлмиғанлиқи, 77 парчә намайиш илтимасиниң рәт қилинғанлиқи, бирқисим илтимас қилғучиларниң тутқун қилинғанлиқи, "әркин тибәт" дәп йезилған лозункиларниң йиғивелинғанлиқи қатарлиқ вәқәләрни бир очуқ җәмийәтниң ипадилири әмәс дәп көрситилди.

Америкиниң хитайдики баш әлчиси кларк т. Ранд йәкшәнбә күни баянат елан қилип, " биз хитайниң олимпик ата қилған пурсәтни тоғра қолланмиғанлиқи үчүн наразимиз" дәйду. У сөзидә йәнә хитайни, олимпиктин кейин хитайдики барлиқ хәлқләрниң, диний әркинлик вә пикир әркинлики қатарлиқ инсани һәқлиригә һөрмәт қилишқа тәкрар чақирди.

Хәлқара олимпик комитетиниң йәкшәнбә күнидики ахбарат елан қилиш йиғинида, комитет башлиғи рогий сөз қилип, олимпикниң хитайниң дуняға ечилишиға пайдиси болғанлиқини билдүрди; у бу сөзлири билән бирликтә йәнә хитайниң олимпик мәзгилдә һечқандақ бир намайишқа йол қоймиғанлиқиға әҗәпләнгәнликини билдүрди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.