Ақсарай алий сотниң һөкүми "террорчилар" ниң америкиға қоюп берилишигә йол ечишидин әнсирәйду
Америка алй сот мәһкимиси 6 - айдики қарарида гүәнтанамодики тутқунларниң америка федерал сот мәһкимилиригә әрз қилиш һоқуқи барлиқини һөкүм қилған. Алий сотниң мәзкур қарариға асасән вашингтон районидики бир федерал әрзийәт соти гүәнтанамодики уйғур тутқуни пәрһат хузәйфаниң әрзини көрүп чиқип, гүәнтанамо һәрбий коллигийисиниң униң һәққидики қарарини ағдурған иди.
Әрзийәт соти пәрһатни " дүшмән җәңчиси әмәс," дәп қариған шундақла униң қоюп берилишини яки башқа бир җайға орунлаштурулушини тәләп қилған иди. Алий сотниң тутқунлар һоқуқиға даир қарари буш һөкүмитидә гүәнтанамодики 270 нәпәр тутқунни қандақ бир тәрәп қилиш тоғрисидики муназиригә сәвәб болди.
Ақсарайниң баянатчиси дана пәрино ханим, президент бушниң алий сот қарариға болған наразилиқини мундақ йәткүзүду, " мән шуни ейталаймәнки, аримизда һечким халид шәйх муһәммәтниң мәһәллимиздә кетиватқанлиқини көрүшни халимайду". Халид шәйх муһәммәд гүәнтанамодики әң хәтәрлик унсүрларниң бири, дәп қариливатқан киши болуп, теги - тәкти йәмәнлик бу тутқун 11 - сентәбир вәқәсиниң пиланлиғучиси, дәп қаралмақта.
Америка федерал әрзийәт соти " пәрһат - гейтис" әрзидә пәрһатни қоюп беришкә буйриған болсиму, лекин уни қәйәргә қоюп беришни тилға алмиған. Униң қәйәргә қоюп берилиши йәнила һөкүмәтниң ихтияридики мәсилә икәнлики илгири сүрүлгән.