Тән җазасини тәкшүргүчи хадими хитай зияритини давамлаштурмақта
2005.12.01
Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тән җазасини тәкшүргүчи алий хадими манфирид новакниң хитайни зиярәт қиливатқанлиқи, бейҗиң һөкүмитиниң тән җазасини чәкләшкә болған садақитиниң бир ипадиси һесаблинидиғанлиқини билдүрди.
Хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси чин гаңниң ейтишичә, 21- ноябир күни хитайни зиярәт қилишқа башлиған манфирид новак, бу қетимқи зиярити җәрянида, бейҗиңдики һәмдә тибәт вә уйғур аптоном районидики түрмиләрни зиярәт қилип, шундақла хитай һөкүмәт рәһбәрлири билән сөһбәт елип барған.
Хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси, манфирд новакниң бу зиярити арқилиқ биз сәмимийитимизни ипадиләймиз деди. Гәрчә хитай һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилати тән җазасини тәкшүргүчи алий хадиминиң хитайдики түрмиләрдә тәкшүрүш елип беришиға рухсәт бәргән болсиму, әмма бирләшкән дөләткләр тәшкилати хитай һөкүмитини бу зиярәткә рухсәт беришкә қайил қилиш үчүн он йил җиддий паалийәт елип барған.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати тән җазасини тәкшүргүчи хадими манфирд новак, хитай зияритиниң һарписида, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдики мәркизидә атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим билән учришип, уйғурларниң вәзийити, уйғур илидики түрмиләр вә тутуп туруш мәркәзлири һәққидә рабийә ханимдин тәпсили мәлумат алған иди.
Хитай һөкүмити 1996 - йили тән җазасини чәклигән. Лекин хәвәрләргә қариғанда, хитай түрмилридә болупму, уйғур илидики түрмә вә тутуп туруш мәркәзлиридә сақчиларниң сиясий җинайәтчиләрни вәһши усулларда қйинаш әһваллири үзлүксиз давамлашмақта.
Манфрид новак бу қетимқи хитай зиярити җәрянидики тәкшүрүши һәққидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң келәр йилқи йеғиниға бир доклат сунидикән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т әмәлдари, хитайда мәһбусларға тән җазаси бериш омумйүзлүк әһвал, деди
- Б д т әлчиси хитайдики қийин- қистаққа елиш әһваллирини тәкшүриду
- Кишилик һоқуқ паалийәтчиси: хитайдики сиясий мәһбусларниң үчтин бири уйғур елидә
- Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң рә иси хитайни зиярәт қилмақчи
- Ваң лечүән, йеқинда бир уйғур паалийәтчисиниң етип өлтүрүлгәнликини билдүрди