Дуня сәһийә тәшкилати: баравәрсизлик сағламлиқниң дүшмини
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.08.28
2008.08.28
Дуня сәһийә тәшкилатиниң мәзкур мәсилигә мәсул комитетиниң бу һәқтә елан қилған доклатида, бир дөләтниң қудрәт тепишида шу дөләт аһалисиниң сағлам болуши муһим амил икәнлики, җәмийәт баравәрлики мәсилисиниңму буниңға тәсир көрситидиған йәнә бир һәл қилғуч амил икәнлики тәкитләнгән.
Доклатта йәнә бир дөләттә аз санлиқ һесабланған милләтләрниң диний вә ирқий вә башқа мунасивәтләр түпәйли җәмийәтниң чәткә қеқишиға һәм бесимиға дуч кәлсә, буниң шу милләтниң сағламлиқ сүпитигә еғир нуқсан йәткүзидиғанлиқи ипадиләнгән.
Чәтәлләрдә сәһийә ишлири билән шуғуллиниватқан уйғур мутәхәссисләр, дуня сәһийә тәшкилати оттуриға қойған қарашларни шәрһиләп, нөвәттә уйғурларниң сағламлиқ сүпитиниң интайин начарлишип кәткәнликини, болупму сиясий бесим астида уйғурларниң һәр хил еғир кесәлликләргә гириптар боливатқанлиқини һәмдә узун өмүр көрүш нисбитиниң төвәнләп кәткәнликини билдүрмәктә.