Русийә җәнуби оссетийә вә абхазийидин әскәр чекиндүрүшкә қошулди
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.09.08
2008.09.08
Бирләшмә баян елан қилиш йиғинида франсийә президенти саркозий, русийә қошунлириниң бир ай ичидә грузийә территорийисидин чекинип чиқидиғанлиқини, шуниң билән бир гә йәнә, өктәбирниң биринчи күнидин башлап 200 нәпәр явропалиқ көзәтчини мәзкур районға орунлаштуридиғанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә оттуриға қоюлишичә, қара деңиз бойиға җайлашқан поти шәһири әтрапидики русийә тәкшүрүш понкитлириниң келәр һәптидин башлап бикар қилинидикән һәмдә җәнуби оссетийә райониниң бихәтәрлик мәсилиси һәққидики хәлқаралиқ сөһбәт 15 өктәбирдин башлап җәнвә шәһиридә елип берилидикән.
Русийә қисимлири өткән айдин башлап грузийә территорийисидики өз мустәқиллиқни қолға кәлтүрүш учун күрәш қиливатқан тинчимас район, җәнуби оссетийә вә абхазийиләргә бесип кирип бу районларниң мустәқиллиқни рәсмий тонуйдиғанлиқини елан қилған вә шу сәвәбтин дуня характерлик бесимға учриған иди.