Америка мәтбуатлирида гуантанамодики уйғурлар
2006.04.18
Америка алий сот мәһкимиси дүшәнбә күни гуантанамодики адил абликим вә абабәкри қасимларниң әрзини көрүп чиқишни рәт қилғандин кейин, уйғур мәсилиси йәнә бир қетим америка мәтбуатлириниң хәвәр темисиға айлинип, " уйғурлар узундин бери хитай һөкүмитини биарам қилип келиватқан вә шинҗаңда өзиниң шәрқий түркистан дөлитини қуруш пишида йүргән кишиләр" дәп тунуштурулди.
" Вашингтон почта гезити"дүшәнбә күнки санида елан қилған хәвиригә, абабәкри қасимларниң әрзини рәт қилғанлиқини "алий сот җуңголуқ тутқунларниң дилосини аңлап беқишни халимиди " дәп мавзу қойған. " Вашингтон почта гезити," абабәкри қасим вә адил абликимларниң террорчилиқ билән алақисиз икәнлики ениқланған болсиму, лекин 4 йилдин бери гуантанамодики америка түрмисидә тутуп турулуватқанлиқини вә буш һөкүмити уларға америкидики уйғур җамаәтчиликиниң капаләт бәргәнликигә қаримай, мусапирлиқ салаһийити бәрмигәнликини язди.
Мәзкур гезитниң әскәртишичә, абабәкри қасимларниң адвукати сәйбин виллет " биз алий сотниң уларни тиңшап бақмиғанлиқидин һәйран қалмаймиз " дәп тәкитлигән. Сәйбин виллит, оттура сот өзиниң һөкүмини елан қилиштин бурун алий сотниң дилони көрүп чиқишни қобул қилиши пәвқуладдә аз учрайдиған һадисә " дәйду. " Бүгүнки америка гезити" сәйшәнбә күни хәвиридә уйғур тутқунлар мәсилисини язди. " Бүгүнки америка гезити" ниң әскәртишичә, уйғурлар бейҗиңниң һөкүмранлиқиға қарши узун мәзгилләрдин бери тиркишп келиватқан оттура асиядики бир милләт. Хәвәрдә, "буш һөкүмити гуантанамодики уйғурларни бейҗиңға өткүзүп бәрсә, уларниң тән җазасиға учраш яки өлтүрүлүшидин әндишиә қилмақта иди" дәйду.
Америка алий сот мәһкимиси мәзкур дилони көрүп чиқишни рәт қилған болсиму, лекин келәр айниң 8 - күни вашингтон районидики бир федирал оттура сот мәһкимиси уларниң әрзнамиси бойичә сот ачиду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә америкиниң гуантанамодики уйғурларни қобул қилиш бесимиға дуч кәлмәктә
- Қазанда гуантанамодин қоюп берилгән татар яшлири үчүн намайиш өткүзүлди
- Америка дөләт мудапиә министирлики гуантанамодики тутқунларниң тизимликини елан қилди
- Адвукатлар уйғур тутқунларниң америка земиниға қоюп берилишини тәләп қилди
- Гүантанамодики уйғурлар йоллиған әрзни рәт қиливетиш тәләп қилинди