Гуәнтанамодин йәнә бир уйғур қоюп берилди
2006.06.26
Америка һөкүмити, сәуди әрәбистан пуқраси уйғур яш садиқ әхмәт түркистанни, гуәнтанамо түрмисидин қоюп берип, сәуди әрәбистанға әвәтивәтти.
Америка мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, шәнбә күни гуәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан мәһбуслардин сәуди әрәбистан пуқраси 14 мәһбус сәуди әрәбистанға әвәтилгән болуп, булар ичидә сәудий әрәбистан пуқраси уйғур яш садиқ әхмәт түркистаниму бар икән.
Садиқ әхмәт түркистаниниң адвокатлири, униң 18 ай бурун һәрбий сот тәрипидин дүшмән җәңчиси әмәс дәп бекитилгәнликини билдүргән . Америка һөкүмити, өткән ай гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң бәшини, хитай һөкүмитиниң уларни хитайға қайтуруш тәләплирини рәт қилип, албанийигә орунлаштурған иди.
Хәвәрләргә қариғанда,садиқ әхмәт түркистанини афғанистанда талибанлар, сәуди әрәбистан һөкүмити тәрипидин осма бин ладинни өлтүрүш үчүн әвәтилгән дегән гуман билән қолға елип түрмигә ташлиған икән.
Афғанистандики талибанлар һакимийити америка һәрбий қисимлири тәрипидин гумран қилинғандин кейин, садиқ әхмәт түркистани, америка қисимлири тәрипидин қолға елинип, гуәнтанамо һәрбий түрмисигә ташланған. Гүәнтанамодики сорақ җәрянида,садиқ әхмәт түркистаниниң гунаһсиз икәнлики байқилип, һәрбий сот 2005- йили янивар ийида униң дүшмән җәңчиси әмәслики тоғрисида һөкүм чиқарған иди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Президент буш, гуәнтанамо түрмисини тақашни үмид қилидиғанлиқини билдүрди
- Албанийидики уйғурларниң бу дөләттики келәчики бәк парлақ болмаслиқи мумкин
- Америка гуәнтанамодики қаидә-түзүмләрни қайтидин көздин көчүридиғанлиқини билдүрди
- Гуәнтанамодики 3 мәһбус өзини өлтүривалди
- Өзбекистан даирилири гүәнтанамодики уйғурлар мәсилисидә америкини әйиблиди