Һөсәйин җелилниң аяли вә бала ‏ - чақилири баш министир ситифин һарперға мәктуп йоллиди


2008.03.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә һөсәйин җелилниң аилә тавабиатлири һазирғичә хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси һөсәйин җелилниң һәқиқий әһвалини ашкарилаш җәһәттә хитайға бесим ишлитишкә чақирип канада һөкүмитигә мәктуп йоллиди.

Канада радио ‏ - телевизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, хитай түрмисидики һөсәйин әпәндиниң һазирқи әһвали униң уруқ - туғқанлириға намәлум болуп, униң канаданиң онтарио шитатида яшайдиған аяли вә бала ‏ - чақилири канада баш министири ситифин һарперға мәктуп йоллап, уни һөсәйин җелил һәққидә көпрәк мәлумат елиш җәһәттә бейҗиң даирилиригә бесим ишлитишкә чақирған.

Хәвәрдә нәқил елинишичә, мәзкур хәттә һарпер әпәндини вә канада һөкүмитини һөсәйин җелилниң кишлик һоқуқини қоғдаш җәһәттә техиму көпрәк тиришчанлиқ көрситишкә чақирған.

Һарпер әпәнди һөсәйин әпәндиниң мәсилисини 2006 - йили хитай президенти ху җинтав билән көрүшкәндә оттуриға қойған иди.

Һөсәйин җелил 2006 - йили баһарда өзбекистанда қолға елинип хитайға өткүзүлүп берилгән болуп, у һазирғичә хитай түрмисидә ятмақта. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.