Икки нәпәр олимпик тәнһәрикәт маһири хитай сақчилириға террор көрүнүп қалди
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.08.14
2008.08.14
Хәвәрдә көрситилишичә, чаршәнбә күни сәһәр саәт бәштә, икки нәпәр германийилик чәвәндаз, ат түрлири тәнһәрикәт мәйданиниң сеткилиқ темидин атлап кириватқанда, сақчилар уларни террорчилар дәп елип кәткән.
Әслидә хоңкоң сақчилирини сарасимигә салған бу икки нәпәр чәвәндаз, шу күни кечидә германийә чәвәндаз командисиниң бу нөвәтлик олимпик мусабиқисидә үч алтун медалға еришкәнликини тәбрикләп орунлаштурған зияпәткә қатнишип янашиида, олимпик тәнһәрикәт маһирлири кәнтигә қайтмақчи болуп сим сеткилиқ тамдин артилип олимпик мәдәнийәт мәйданиға кирип қалған икән.
Сақчиларни бир мәһәл алақзадә қилған бу чәвәндазларниң салаһийити ениқланғандин кейин, даириләр уларға шинҗаңда партлитиш вәқәлири йүз бәргәндин кейин, даириләр хоңкоңдики тәнһәрикәт мәйданлириниң бихәтәрликини қоғдашта йәниму сәгәкликини ашурғанлиқини, сақчиларниң олимпик бихәтәрлики үчүн һәр қандақ бир вәқәниң алдини елишта бар күчини ишқа селиватқанқанлиқини чүшәндүргән.
Хоңкоң 2008 - олимпикиниң бәйгә түрлири өткүзүлидиған муһим шәһәрниң бири, хоңкоң даирилири өткән һәптә террорлуқ һуҗумниң алдини елиш үчүн бихәтәрлик тәдбирлирини йәниму чиңитқанлиқини, болупму уйғур һәм тибәтләрниң олимпик мусабиқиси җәрянида бузғунчилиқ һәм террорлоқ һуҗумлириға тақабил туруш үчүн сәгәкликини ашурғанлиқини елан қилған иди.
Мухбиримизниң хоңкоңдин игилишичә, нөвәттә хоңкоңда яшаватқан һәмдә хизмәт, тиҗарәтләр билән шуғуллиниватқан уйғурлар қаттиқ тәқипкә учримақта икән.