Исраилийә баш министири ормут рәсмий истипа бәрди

Исраилийә баш министири ормут йәкшәнбә күни рәсмий истипа бәргәнликини елан қилди.
Мухбиримиз үмидвар
2008.09.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ормутниң орниға исраилийә сиясәт қатлимидики мөтидиллар қатлимиға мәнсуп тзиппи ливниниң 42 күн ичидә йеңи бирләшмә һөкүмәт тәшкил қилиши, исраилийә дөләт мәҗлисидики 120 әзаниң 61 нәпириниң бу һөкүмәткә тәвә адәмләр болуши бәлгиләнгән. Әгәр у, 61 нәпәр парламент әзасиға игә болған йеңи һөкүмәтни тәшкиллийәлмисә, башқа адәмниң йеңи һөкүмәт тәшкиллиши лазим икән.

Ормут 7 - айда истипа беридиғанлиқини елан қилған болуп, у чириклик билән әйибләнгән. У өзиниң сап икәнликини, өзи үстидин тәкшүрүшни қобул қилидиғанлиқини билдүрүш билән баш министирлиқ вәзиписидин ваз кәчкән.

Ормут пәләстин - исраилийә тоқунушини һәл қилиш үчүн көп һәрикәт қилған шәхс болуп, униң дәвридә бу мәсилә һәл болмиди. Пәләстин - исраилийә кризисиниң келәрки қетимлиқ исраилийә баш министири мәзгилидә қандақ тәрәққиятларға еришиши һазирчә ениқ әмәс.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.