Хәлқара кәчүрүм тәшкилати шиветсарийини гүәнтанамодики 3 нәпәр тутқунға панаһлиқ беришкә чақирди
Шветсарийә һөкүмити шу күни гүәнтанамодики бир уйғур, бир ливийилик вә бир алҗирийиликни мәзкур дөләткә қобул қилиш һәққидики илтимасни тапшурувалғанлиқини етирап қилди.
Роейтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шветсарийә федерал көчмәнләр идарисиниң әмәлдари җонас монтани " биз бу илтимасни көрүп чиқишқа башлидуқ, биз буни чәтәлдин тапшурувалған башқа панаһлиқ илтимаслириға қоюлған шәртләр буйичә бир тәрәп қилимиз " дәп тәкитлигән.
Хәвәрдә хәлқара кәчүрүм тәшкилати панаһлиқ беришкә чақирған 3 нәпәр тутқунниң ичидики бир уйғурниң исми тилға елинмиған, лекин бу кишиләрниң америка һөкүмити тәрипидин ақланған кишиләр икәнлики илгири сүрүлгән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң көчмәнләр мәсилиси кординатори граф бу һәқтики баянатида мундақ дәйду": шветсарийә бу 3 кишини қобул қилип, хәлқара җәмийәткә инсанпәрвәрликни ипадиләшниң вақти - саити йетип кәлгәнликини көрситиши керәк. Биз гуантанамониң тақилишиға ярдәм қолимизни сунишимиз лазим."
Бу 3 киши 11 - сентәбир вәқәсидин кейин пакистанда қолға елинип гуантанамоға йолланған тунҗи түркүмдики тутқунлар иди. Графниң әскәртишичә, америка даирилири бу 3 кишини дүшмән җәңчиси, дәп бекиткән болсиму, лекин улар үстидин рәсмий сот ачмиған. Нөвәттә гуантанамода 265 нәпәр әлқаидә вә талибан гумандари тутуп турулмақта.
Америка дөләт мудапиә министирлиқи буларниң ичидики 80 дәк кишини үстидин уруш җинайити садир қилиш билән әйибләп, сот ечишни ойлашмақта икән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатидики граф, бу кишиләрни гуантанамодики мәвҗүт шараит астида өзлүксиз тутуп турушниң инсанпәрвәрликкә сиғмайдиғанлиқини тәкитлигән.