Кондализа райис бағдадни зиярәт қилди

Америка ташқи ишлар министир кондализа райис йәкшәнбә күни ирақ пайтәхти бағдад зияритини башлиди. Алдин ала елан қилинмиған мәзкур зиярәт җәрянида райис ханим бағдад рәһбәрлири билән нөвәттики ирақ вәзийити җүмлидин сиясий җәһәттики муқимлиқини илгири сүрүш сөһбәтлири елип берилиш мәқсәт қилиниши мумкин икән.
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.04.20

 Конда лиза райис ирақ баш министир малики билән көрүшүп, ирақтики америка әлчиханиси вә ирақ һөкүмити җайлашқан йешил районларни қаттиқ мудапиә қилишни вә башқа мәсилиләрни музакирә қилған.

Алдинқи айда малики буйруқ берип, басра шәһиридики садири башчилиқидики мәһди қошунлирини бастурған һәмдә икки тәрәп арисида җәңләр партлиған иди. Маликиниң бу қарари америка тәрәпниң қоллишиға еришкән болуп, бу қетим райис ханим барлиқ әрәб дөләтлирини ирақ йеңи һөкүмитини қоллашқа чақирған. Райис ханим кувәйт вә бәһрәйиндики дипломатийә йиғиниға қатнишиду.

Нөвәттә ирақ һөкүмити шиә радикал гурупписиниң қаршилиқиға учриған болуп, мәзкур гуруппиниң башлиқи садири әгәр ирақ һөкүмити давамлиқ униң қоллиғучилириға зәрбә бәрсә, буниңдин кейин бу һөкүмәт билән ашкара тутишидиғанлиқини елан қилған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.