Барак обама далай ламаға хәт йезип тибәтләрни қоллайдиғанлиқини билдүрди

Хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатиниң билдүрүшичә, америка дөләт президент намзати барак һүсәйин обама, тибәт диний даһиси далай ламаға хәт йезип " униңға болған алий һөрмитини билдүрүп" мушу җиддий вәзийәттә сиз һәм сизниң хәлқиңизниң елип бериватқан һәрикәтлирини қоллаймән " дегән.
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.07.29

 Президент намзати барак обаманиң бу мәктуби, далай ламаға америкиниң һиндистанда турушлуқ баш әлчиси җеффрей бадер арқилиқ йәткүзүлгән болуп, обама хетидә йәнә далай ламаниң йеқинда америкиға қилған зиярити җәрянида вақитниң җиддийлики сәвәблик учришалмиғанлиқидин наһайити әпсусланғанлиқини билдүргән.

Буниң алдидайәни 25‏ - июл күни, обаманиң нөвәттики рәқиби җумһурийәтчиләр партийисиниң президент намзати John Mccain, америкида зиярәттә болуватқан тибәтләрниң диний вә сиясий даһиси далай лама билән көрүшкән шундақла 45 минуттин узақ сөһбәтләшкән иди.

Җан меккәйин, далай лама билән учришишидин кейин мухбирларға бәргән баянатида, хитай һөкүмитини кишилик һоқуққа һөрмәт көрситишкә вә түрмидики тибәтлик сиясий мәһбусларни қоюп беришкә чақирған. Җан меккәйин хитай һөкүмитиниң март ейида тибәттә йүз бәргән қозғилаңни қаттиқ қол билән бастурғанлиқини әйиблигән иди.

Хәлқара тибәт һәрикитиниң билдүрүшичә, демократ партийисиниң президент намзати барак обама 2005‏ - йили далай лама билән көрүшкән. Обама далай ламаға язған хетидә далай лама билән йеқин арида учришишни вә тибәтләрниң сиясий һәм кишилик һоқуқ вәзийити қатарлиқ мәсилиләр үстидә сөһбәттә болушни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.