Әнгилийә баш министири бровен бейҗиң сәпиридә кишилик һоқуқ мәсилисини тилға алиду

Әнгилийә баш министири горден бровенниң лондон давниң кочисидики ишханиси, бровенниң пәйшәнбә күни башланған бейҗиң сәпиридә хитай рәһбәрлириниң алдиға кишилик һоқуқ мәсилисини қойидиғанлиқини елан қилди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.08.21

 Баш министир бровенниң әнгилийә парламентидики 3 ‏ - чоң партийә либерал демократлар партийисиниң рәһбири ник крейг'кә язған хетидә олимпик мусабиқисини қоллаш бәдилигә " кишилик һоқуқниң қурбан қилинмайдиғанлиқи"ни тәкитлигән.

Бровен мундақ язиду": мән бейҗиңға барғанда....Рәис ху җинтав вә баш министир вен җябавларға кишилик һоқуқни һөрмәтләшниң олимпик йили билән чәкләнмәйдиғанлиқини, бәлки даимий мәсилә икәнликини ениқ чүшәндүрүмән." Лекин бровен йәнә хитайни дуняниң асаси еқимиға қатнаштуруш әнгилийиниң " миллий мәнпәәтигә уйғун келидиғанлиқи"ни тәкитлигән.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң олимпик мәзгилидики кишилик һоқуқ хатирисини тәнқидлигән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати олимпик хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини арқиға чекиндүрүвәткәнликини илгири сүрмәктә иди.

Әнгилийә парламентидики либерал демократлар партийисиниң рәһбири ник крейг, бровен хитайға қарап йолға чиқиштин бурун униңға хәт йезип, бу җәһәттики қайғулирини оттуриға қойған.

2012 ‏ - Йили өткүзүлидиған олимпик йиғини әнгилийиниң лондон шәһиридә елип берилиду. Баш министир бровен бейҗиң олимпик йиғининиң йепилиш мурасимиға үлгүрүш, бейҗиңдин ‏2012 ‏ - йилқи олимпик йиғининиң саһипханлиқини өткүзүвелиш мурасимиға қатнишиш үчүн бейҗиңға қарап йолға чиққан иди. Лекин у шу күни бейҗиң сәпириниң өтә йолида афғанистанда тохтап, афғанистан президенти хамид карзай билән учрашқан һәм афғанистандики әнгилийә қисимлирини йоқлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.