Асиф әли зардари ислам абадта президентлиқ қәсими ичти

9 - Сентәбир сәйшәнбә күни пакистан хәлқ партийиси рәиси асиф әли зардари, ислам абадта өткүзүлгән президентлиққа қәсәм бериш мурасимида, пакистанниң йеңи президентлиқини қобул қилип, бәш йиллиқ президентлиқ вәзиписини рәсмий башлиди.
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.09.09

Зардари бу йил 54 яшта, у қәстләп өлтүрүлгән пакистан сабиқ баш министири бинәзәр буттониң ери. У 8 - айниң 18 ‏ - күни мушәррәп вәзиписидин бесим билән чүшүрүлгәндин кейин пакистан хәлқ партийиси тәрипидин рәсмий президент намзати қилип көрситилгән. Мушу айниң 6 - күни президентлиқ сайлимида утуп чиққан иди.

Бу йеңи президент, қәсәм бериш мурасимида, пакистанниң иқтисади барғанчә начарлаватқан, түрлүк партлашлар тохтимай йүз бериватқан бир кәскин вәзийәткә тамамән қәйсиранә йүзлинәләйдиғанлиқини билдүргән.

Президент зардари қәсәм бериш мурасимидин кейинла афғанистан президенти карзай билән биллә дөләт ишлири мунасивити билән ортақ ахбарат бериш йиғиниға қатнашқан.

Афғанистан президенти хамид карзай, зардариниң президент болғанлиқини тәбриклигәндин кейин,йеқин қошна болған афғанистан билән пакистанниң йүзлиниватқан мәсилилириниңму охшашлиқини, болупму террорлуққа қарши күрәштә ортақлишиши зөрүрликини тәкитлигән.

Ахбарат елан қилиш йиғинида зардари, пакистанниң сиясий,иқтисадий кризислири давамлишиватқан пәйттә пакистан һөкүмитиниң зиддийәтләрни йениклитиштә җиддий тәдбирләрни қоллинидиғанлиқини ейтқан шундақла районниң муқимлиқи вә тәрәққиятини илгири сүрүш йолида һәр қайси район һәм дөләтләр билән һәр қайси саһәләрдики һәмкарлиқни йәниму күчәйтидиғанлиқини ипадилигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.