Русийә абхазийә вә җәнубий оссетийә билән достлуқ шәртнамиси имзалиди

Русийә бүгүн, абхазийә вә җәнубий оссетийә билән достлуқ шәртнамиси имзалиди. Шәртнамигә русийә президенти Medvedev, җәнубий оссетийә лидери Eduard Kokoity вә абхазийә лидери Sergei Bagapsh лар имза қойди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.09.17

 Кремил сарийида өткүзүлгән имза мурасимида сөз қилған русийә президенти Medvedev, түзүлгән шәртнаминиң мәқситини икки районниң бихәтәрликини қоғдаш дәп чүшәндүрди. У сөзидә йәнә: " шәртнамини, район бихәтәрликигә, кәлгүси тәһдитләргә қарита ортақ тәдбир қоллиниш үчүн имзалидуқ, биз бу районда һәр қандақ әскирий арилишишқа йол қоймаймиз " дәп әскәрткән вә " һечким бу нуқтида хата хиялларда болмисун "дәп агаһландурған.

Шәртнамә имзаланғандин кейин, грузийә буниңға дәрһал инкас қайтурди. Грузийә ташқи ишлар министири Grigol Vashadze бәргән баянатида, " абхазийә билән Tskhinvali райони грузийиниң бир парчиси, шәртнамә хәлқара қанунларға тамамән хилап дәп әйиблиди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.