Миллий қирғинчилиқ җинайити өткүзгән карадзик хәлқара сотқа тутуп келинди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.07.30
2008.07.30
Бирләшмә агентлиқиниң язғучиси досан стоҗановикниң баян қилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәлқара соти карадзикни етник қирғинчилиқ йүргүзди дәп әйибләп 1995 - йили тутуш буйруқи чүшүргәндин кейин, җинайәтчи қечип - йошурунуп йүргән иди. У сербийидә тутулғандин кейин, сербийә даирилири җинайәтчини хәлқара сотқа өткүзүп бәрди, буни б д т ниң баянатчиси лиям микдовал испатлиди.
Шинхуа агентлиқи бу һәқтә хәвәр бәргәндә, сербийидики өктичи партийиләр 29 - июл күни 15 миң кишилик намайиш өткүзүп, карадзикни хәлқара сотқа өткүзүп беришкә қарши турди вә карадзикни миллий қәһриман дәп атиди дәп алаһидә тәсвирлиди.