Шималий корийә бир ядро реактор турхунини чувувәтти

Америкиниң бесими вә 6 дөләт сөһбитиниң шималий корийини ядросизлаштуруш келишимидин кейин, шималий корийә даирилири җүмә күни йоңбйәндики бир ядро реактор қазининиң турхунини партлитип ташлиди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.06.27

 Игилишимизгә қариғанда америка, ташқи ишларминистирлиқиниң дипломатлири вә техникилар реактор қазининиң турхунини партлитиш ишиға көзәткүчилик қилған. Буниңдин бир күн бурун шималий корийә ядро қораллар программисиниң тәпсилатлирини америкиға тапшурған болуп, президент буш шималий корийиниң бу пидаркарлиқини еһтият билән қарши алған иди. Көзәткүчиләр, йоңбйәндики ядро реактор қазини турхуниниң чеқилишини шималий корийиниң ядро қораллардин ваз кечиш йолидики символлуқ бир қәдәм, дәп көрсәтмәктә.

Йоңбйән шималий корийә пайтәхти пйоңяңниң 96 километир шималиға җайлашқан болуп, мәзкур ядро әслиһәси америка йетәкчилик қилған шималий корийини ядро қораллардин хали қилиш йолидики дипломатик тиришчанлиқниң мәркизи нуқтиси иди. Шималий корийә ядро қораллардин ваз кечиш бәдилигә йеқилғу ярдими, дипломатийә вә бихәтәрлик җәһәтләрдә бир қатар зор тәминатлардин бәһриман болиду.

Шималий корийиниң 2006 ‏- йили өктәбир ейида елип берилған ядро синиқиниң йеқилғуси йоңбйәндики мәзкур реактор қазинида ишләпчиқирилған болуп, реактор қазининиң 30 метир игизликтики турхуни шималий корийә ядро қораллар программисиниң символи, дәп қаралмақта иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.