Хитай һөкүмити пакистандики уйғурлар үстидин шикайәт қилди
2006.06.26
Пакистандики хитай баш әлчиханиси, шәрқий түркистан исламий һәрикити әзалириниң пакистандики хитай дипломатлирини елип қечишни пиланлиғанлиқини билдүрди.
Пакистанда чиқидиған дели таймис гезитиниң хәвәр қилишичә, пакистандики хитай дипломатлири, пакистан ташқи ишлар министирлиқиға бир хәт әвәтип, шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң бәзи әзалириниң хитай дипломатлирини елип қечиш пиланини әмәлгә ашуруш үчүн пакистанға кәлгәнликини билдүргән.
Хитай дипломатлириниң ейтишичә, шәрқий түркистан исламий һәрикити әзалири пакистандики хитай дипломатлирини елип қечишни афғанистанниң җалалабад шәһиридә өткүзгән бир йеғин җәрянида қарар қилған болуп, әлқаидә қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириниң әзалири бу пиланниң әмәлгә ишишида шәрқий түркистан ислами һәрикитигә ярдәм беридикән.
Пакистанниң дели таймис гезитиниң билдүрүшичә, пакистандики хитай дипломатлири пакистан һөкүмитидин хитайниң исламабадики баш әлчиханиси вә карачи шәһиридики хитай консолханиси әтрапидики бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтишини тәләп қилған.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай дипломатлириниң тәлипигә асасән бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткән пакистан ички шлар министирлиқи, пакистанниң төрт өлкиси вә пайтәхт исламабадтики сақчи қисимлириға бу районлардики шәрқий түркистан исламий һәрикити әзалирини тутуп, қамаш үчүн кәң көләмлик тазилаш һәрикити елип берип, һәрикәтниң нәтиҗиси һәққидә минстирлиққа тиздин бир доклат сунуш тоғрисида буйруқ чүшүргән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка җуңгоға саяһәт агаһландурушини бикар қилди
- Хитай билән түркмәнистан уйғурларға қарши келишим түзди
- Пакситан хитайдики меһманханиларға қаритилған террорлуқ һоҗум тәһдити һәққидики учурни тәкшүрмәктә
- Америка әдлийә министири хитайни зиярәт қилди
- Хитай, америка консулханисиға қаритилған террорлуқ тәһдит үстидин тәкшүрүш елип бериватқанлиқини билдүрди