Явропа парламент әзалири рабийә қадир ханимни қоллаш һәққидә мураҗиәтнамә елан қилди


2008.03.13

явропа парламент әзалири дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни қоллаш һәққидә мураҗиәтнамә тәйярлап имза топлиди.

Қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләватқан явропа парламентида, түнүгүн уйғурлар мәнпәәти үчүн пайдилиқ бир һәрикәт башланди. Парламентниң Pannella Markco вә Cappato Marco қатарлиқ парламент әзалири тинчлиқпәрвәр рәһбәр рабийә қадир ханимни қоллаш һәққидә мәхсус мураҗиәтнамә тәйярлап имза топлиди.

Мураҗиәттә, явропа парламент әзалирини рабийә қадирни қоллашқа чақириш билән уйғур хәлқиниң хитайниң зулумкар сиясити астида еғир азап чекиватқанлиқи әскәртилгән һәм хитайни айрим вәқәләрни баһанә қилип, пүтүн бир милләтни әйибләйдиған қилмишлардин ваз кечишкә чақирған.

явропа парламент әзалири рабийә қадирни қоллаш һәққидә мураҗиәтни тәйярлаштин бир күн аввал, хитай ташқи ишлар миниситирлиқиниң баянатчиси чен гаң, мухбирларниң соалиға җаваб бериватқанда, рабийә қадир һәққидә тохталған вә рабийәгә охшаш кишиләр уйғур хәлқиниң вәкили әмәс, террорчиларниң вәкили дәп баянат бәргән иди.

Шуңа бир қисим көзәткүчиләр, явропа парламент әзалириниң бу һәрикитини, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң рабийә қадир һәққидики әйиплимисигә қарита бир җаваб дәп қарашмақта вә хитай тәрәп ашкарилиған айрупилан вәқәси һәққидики хәвәрләрниң хитайниң мәнпәәти үчүн әмәс, уйғурларниң мәнпәәти үчүн пайдилиқ болғанлиқини билдүрүшмәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.