Явропа бирлики, байқут хитайни зиянға учритиду дәп әскәртти
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.04.24
2008.04.24
Олимпик мәшилиниң парижда үч қетим өчүрулиши вә мәшәлниң тәнһәрикәтчиләр тәрипидин әмәс аптувузда елип меңилиши, бир қисим хитай пуқралирида мәғлубийәт туйғуси пәйда қилған болуп, булар наразилиқини ипадиләш үчүн франсийиниң хитайдики ширкити carrefour ниң маллирини байқут қилған иди.
Түнүгүн йәни 23 - април күни явропа бирлики тиҗарәт комитетиниң хитайда турушлуқ вәкили Joerg Wuttke әпәнди бу һәқтә сөз қилип, байқут хитайни зиянға учритиду дәп агаһландурған.
Вутки сөзидә Carrefour да сетиливатқан малларниң %95 ниң хитай маллири икәнликини һәм Carrefour да 40 миң хитай хизмәт қиливатқанлиқини әскәрткән. У сөзидә йәнә: " сиз байқут дәп варқираватқан вақтиңизда қарши тәрәпму җим турмайду, явропадиму хитай маллири байқут қилиниду, франсийиликләр хитай маллирини байқут қилса, зиян тартқучи тәрәп хитай болиду. Әгәр өзара өч елиш давам қилса, ишниң нәдә тохтайдиғанлиқи әстин чиқмаслиқи керәк дәп әскәрткән.
Нөвәттә ғәрб дөләтлиригә қарши давамлишиватқан хитайдики аммивий қаршилиқ һәрикәтлири, бир тәрәптин хитай даирлирини хош қилсиму йәнә бир тәрәптин әндишигә салмақта. Һөкүмәтниң әндишиси намайишларниң контролдин чиқип кетип ақивәттә мәвҗут һакимийәткиму тәһдит селип қелиш еһтималлиқидур.