Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң рә иси хитайни зиярәт қилмақчи
2005.08.29
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң рә иси лүвиза арбор дүшәнбә күни хитайға қаратқан бәш күнлүк зияритини башлимақчи.
Хәвәрләргә қариғанда, лүвиза бу зиярити җәрянида, бир тәрәптин хитайниң, кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин оттуриға қоюлған шәртләргә бойсунған яки бойсунмиғанлиқини тәкшүридикән. Йәнә бир тәрәптин болса, хитай һөкүмитини бирләшкән дөләтләр тәшкилати иҗтмаий вә сиясий һоқуқлар шәртнамисни имзалашқа қайил қилишқа тиришидикән.
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, гәрчә хитай иқтисадий җәһәттин тез тәрәққий қиливатқан болсиму. Әмма сиясий, иҗтмаий, әркинлик вә кишилик һоқуқ җәһәттә күнсери арқиға чикиниватқанлиқини билдүрмәктә.
Кишилик һоқуқ вәзийитиниң хитайда барғансири начарлишиши, хитайниң болупму америка вә яврупа дөләтлири билән болған мунасивәтлиригә җиддий тәсир йәткүзиватиду.
Сиясий анализчилар ниң ейтишичә, хитай дөләт рә иси ху җинтав киләр ай америкиға қилидиған зиярити җәрянида қаттиқ наразилиқ һәрикәтлиригә дуч келиши мумкин.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бирләшкән дөләтләртәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң рә иси бәш күн давамлишидиған бу қетимқи зиярити җәрянида, хитай дөләт рә иси ху җинтав вә башқа мунасивәтлик хитай рәһбәрлири билән кишилик һоқуқ мәсилисидә сөһбәт елип баридикән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т кишилик һоқуқ мәсули хитайни зиярәт қилмақчи
- Б д т тән җазасини тәкшүрүш әмәлдари уйғур аптоном районини зиярәт қилиду
- Америка диний әркинлик комитети әзалири қәшқәрни зиярәт қилди
- Америка диний әркинлик комитети әзалири уйғур елидики зияритидә қәшқәрғичә бармақчи
- Америка диний әркинлик комитети әзалири уйғур илини зиярәт қилмақчи