Буш бейҗиң олимпик йиғиниға қатнишиду
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.07.06
2008.07.06
Б б с агентлиқиниң йезишичә, японийә баш вәзириму өзиниң бу мурасимға қатнишидиғанлиқини билдүргән. Бирақ, франсийә президенти саркозий болса, өткән дүшәнбә күни әгәр бу қетим бейҗиң билән тибәтләр арисидики сөһбәт яхши өткүзүлсә, өзиниң бейҗиң олимпик мурасимиға қатнишидиғанлиқини билдүргән һәмдә 8 - айда далай лама франсийини зиярәт қилғанда униң билән көрүшидиғанлиқини әскәрткән. Германийә баш министири меркел ханимму өзиниң бу мурасимға қатнашмайдиғанлиқ мәйданини техи өзгәртмигән.
Бу қетим японийидә өткүзүлидиған сәккиз санаәтләшкән америка, японийә, германийә, италийә, франсийә, әнглийә, канада вә русийә қатарлиқ дөләт башлиқлири йиғинида олимпик темисидин башқа йәнә һава килимати, екологийә һәм енергийә мәсилилириниң музакирә қилинидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.