Русийә алтай арқилиқ хитайниң шәрқи деңиз районлирини тәминләйдиған тәбии газ турубиси ясимақчи
2006.07.04
Мәркизи агентлиқиниң тәйбейдин хәвәр қилишичә, хитай билән русийә хитайниң шәрқи деңиз районлирини тәминләш үчүн себирийиниң тәбий газини алтай арқилиқ маңғузидиған тәбиий газ туруба ленийиси қурушни пиланлимақта.
Хәвәрдә хитайниң алтай йәрлик партком шуҗиси ли шаңлинниң сөзи нәқил кәлтүрүлүп 'русийә тәбий газ ширкиити хитайға һәр йили 68 милярд кубметир тәбиий газ маңғузуш үчүн хитайниң баш тәбиий газ турубисиға улинидиған икки линийә ясимақчи, униң бири себирйидин алтай арқилиқ тәбиий газ маңғузулидиған диаметири 50 сантемитирлиқ туруба билән ясап чиқилидиған газ туруба линийиси' дәп баян қилинған. Хитайниң алтай даирилири һазир әмди алтайға мисли көрүлүп бақмиған пурсәт келиватиду' дәп һаяҗанланмақта. (Вәли)
©
2006 Radio Free Asia