Иран қатарлиқ 4 дөләтниң рәһбәрлири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йеғиниға тәклип қилинмақчи


2006.05.16

Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни, келәр ай шаңхәйдә өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йеғиниға, иран, пакистан, һиндистан вә моңғулийә рәһбәрлирини тәклип қилидиғанлиқини билдүрди. Оттура асиядики бихәтәрлик мәсилиси бу йеғинниң асаслиқ темисини тәшкил қилидикән.

Хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчав бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати әзалири, тәшкилатниң алдимиздики ай өткүзүлидиған башлиқлар йеғиниға, бу тәшкилатта көзәткүчи болған дөләт рәһбәрлирини тәклип қилиш тоғрисида қарар қобул қилди, деди.

Нөвәттә иран, пакистан, һиндистан вә моңғулийә, хитай вә русийиниң йетәкчиликидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатида көзәткүчи орунға игә. Әмма йеқиндин бери, хитай вә русийиниң мәзкур дөләтләрни тәшкилатқа толуқ әза қилип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң тәсир даирисини кеңәйтишкә тиришиватқанлиқи тоғрисида хәвәрләр чиққан иди.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң дәсләпки нишани, террорчилиқ, диний әсәбилик вә бөлгүнчилккә қарши туруш иди. Лекин йеқинда сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт мәсилилириму тәшкилатниң асаслиқ нишани арисиға киргүзүлди.

Хитайни зиярәт қиливатқан русийә ташқи ишлар министири сирги лавроф дүшәнбә күни бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатида көзәткүчи орунға игә дөләтләрни вә афғанистанни тәшкилатқа толуқ әза қилиш мәсилисини музакирә қиливатимиз, деди.

Бәзи сиясий мулаһизичиләр, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң асаслиқ мәқсити, америкиниң афғанистан вә ирақ урушидин кейин,оттура асия районида кеңийиватқан тәсир күчигә тақабил туруштин ибарәт, дейишмәктә. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.