Кишилик һоқуқ тәшкилатлири сиясий мәһбусларниң мәсилисини оттуриға йәнә қойди

Һәрқайси кишилик һоқуқ җәмийәтлири вә паалийәтчилири бейҗиң олимпикигә беришни қарар қилған америка президенти җорҗ бушқа мәктуп йоллап хитай рәһбәрлири билән учрашқанда һазир хитай түрмисидә йетиватқан сиясий мәһбусларниң мәсилисини оттуриға қоюшни тәләп қилған болуп, мәзкур мәктупта уйғур сиясий мәһбусларму тилға елинған.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.07.17

 Ройтерста көрситилишичә, мәзкур мәктупниң апторлиридин бирси болған шималий корейә әркинлик һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи сузан шолте, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқини яхшилаймиз дегән вәдисидә турмиғанлиқини оттуриға қойған вә: " әпсуски, әмди шуни биливатимизки, олимпик, тәйярлиқ басқучида мәйданға кәлгән наразилиқлар җәрянида, тибәтләр, уйғурлар, христианлар, фалунгуңчилар вә шималий корийиликләргә техиму қаттиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичилики елип кәлди" дегән.

Мәлум болушичә, президент бушқа йолланған бу мәктупта һазир хитай түрмисидики 23 нәпәр мәһбусниң рәсимлири вә уларниң тәпсилий әһвали қошуп йолланған.

Америка президент җорҗ буш бейҗиң олимпикигә қатнишидиғанлиқини елан қилғандин кейин, хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ нопузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири бушқа мәктуп йоллап, уни хитайға барғанда кишилик һоқуқ мәсилисини күчлүк рәвиштә оттуриға қоюшқа чақирған болуп, чаршәнбә күни йолланған мәктупму бушқа йоллиған шу хилдики мәктупларниң биридур.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.