Күнмиң шәһиридә йәнә йолучилар аптобусида партлаш һадисиси йүз бәрди

Йүннән өлкиси күнмиң шәһиридә дүшәнбә күни кәчқурун бир йолучилар аптобусида партлаш һадисиси йүз бәргән болуп, бирләшмә агентлиқида хәвәр қилинишичә, һазир йәрлик һөкүмәт даирилири партлаш йүз бәргән районни печәтләп тәкшүрүш елип бармақта икән.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.07.28

 Әнглийидин чиқидиған (Guardian) гезитиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, шинхуа ахбарат агентлиқи мәзкур партилашниң 28 - июл дүшәнбә күни кәч саәт 8:30 ләр әтрапида K2 - йол йолучилар аптобусиниң 54 - йол билән кесишидиған бекити: ляң җияхе бекитидә йүз бәргәнликини хәвәр қилған болуп, әмма һазирчә һадисидә қаза қилған вә яки яридар болғанлар һәққидә тәпсилий мәлумат берилмигән.

Күнмиң шәһири бихәтәрлик органлири, мәзкур партлаш һадисисиниң аптобус маторидики техникилиқ кашила түпәйли келип чиққанлиқини илгири сүргән. Бу мушу ай ичидә кунмиң шәһиридә иккинчи қетим йүз бәргән аптобус партлаш һадисиси болуп, мушу айниң 21 - күни мәзкур шәһәрниң 54 - йолида икки аптобус арқа арқидин партлиған һәмдә 3 адәм өлгән вә 14 адәм яриланған иди.

Вәқә йүз бәргәндин кейин, йүннән өлкилик җ х назарити баянат елан қилип, гәрчә 21 - июл күнмиңда йүз бәргән аптобус партлаш вәқәси пиланлиқ йосунда елип берилған болсиму, лекин террорчилиқ билән алақиси йоқлуқини оттуриға қойған иди.

Һалбуки, вәқәдин кейин өзини түркистан ислам партийиси дәп атайдиған бир тәшкилат, алдинқи һәптә күнмиң шәһиридә вә бу йил майда шаңхәйдә йүз бәргән аптобус партлитиш һадисилиригә өз тәшкилатиниң мәсул икәнликини җакарлиған болсиму, әмма шаңхәй сақчиси идарисиниң муавин башлиқи чең җюлуң шәнбә күни мухбирларни күтүвелиш йиғинда, түркистан ислам партийиси тәшкилатиниң юқириқи баянатини рәт қилип, май ейида шаңхәйдә йүз бәргән партилашниң террорлуқ тәшкилатлири яки бейҗиң олимпики билән һечқандақ алақиси йоқлуқини, шаңхәйдики партлаш һадисисини аптобусқа елип чиқилған " асан көйидиған материяллар" кәлтүрүп чиқарғанлиқини илгири сүргән иди.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.