Мәдәнийәт инқилабида уйғур елигә паланған хитайлар шаңхәйдә намайиш қилди


2006.05.17

Чаршәнбә күни 150 кә йеқин киши шаңхәйдә намайиш қилип, һөкүмәттин мәдәнийәт инқилабида учриған зиянлирини төләп беришни тәләп қилди. Бу шаңхәйлик намайишчиларниң көпинчиси мәдәнийәт инқилаби мәзгилидә уйғур елигә паланғанлар икән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, намайишчилар " һәқ тәләп қилиш гуна әмәс" дегән лозонкини көтүрүп, шаңхәй шәһәрлик һөкүмәт бинаси алдида намайиш қилған. Улар өзлириниң мәдәнийәт инқилаби мәзгилидә уйғур елигә охшаш чәт районларға паланғанлиқини, һәмдә мәҗбурий һалда еғир җисманий әмгәкләргә селинғанлиқини билдүргән.

Бу кишиләр йәнә, мәдәнийәт инқилаби ахирлишип шаңхәйгә қайтип кәлгәндә, йәр-земинлириниң аллиқачан башқа кишиләргә берилип болғанлиқини сөзләп , буниң үчүн һөкүмәтниң уларға тегишлик һәқ беришини тәләп қилған. Оттура яшлардики бир аял намайишта " улар бизни мәҗбурий шу җайларға әвәткән. Биз һазир һөкүмәтниң биздин еливалған нәрсиләрни төләп беришини тәләп қилимиз" дегән.

1966‏- Йили башланған мәдәнийәт зор инқилабида аз дегәндә нәччә милйон киши өлтүрүлгән вә түрмигә ташланған иди. Бу инқилабниң 40 йиллиқи сәйшәнбә күни хитайда чоң дағдуға пәйда қилмиди. Бундақ болуши кишиләрниң бу темиға қизиқмиғанлиқидин әмәс, бәлки хитай компартийисиниң бу темидики һәр қандақ паалийәтләрни қаттиқ чәклигәнликидин болди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.