Хитайда йәнә бир киши қуш зукими билән өлди


2005.11.24

Дуня сәһийә тәшкилати хитайниң әнхүй өлкисигә пат арида бир мутәхәссисләр гурупписини әвәтип, қуш зукими тарқилиш әһв &# xFE8D;лини тәкшүрмәкчи. Буниң алдидила, хитай һөкүмити әнхүйдики бир аялниң қуш зукими билән өлгәнликиниң ениқланғанлиқини елан қилған иди.

Әнхүй өлкисиниң шиюниң наһийисидики 35 яшлиқ бир деһқан аял кесәл тәгкән қуш билән учрашқан. Бу айниң 11 - күни униңда қизитма вә өпкә яллуқиға охшаш кисәллик аламити көрүлгән. У 22 - числа давалаш үнүм бәрмәй өлгән. Буниң алдида әнхүйниң әнчиң шәһиридики йәнә бир деһқан аялму қуш зукими билән өлгән иди.

Дуня сәһи &# xFEF4;ә тәшкилатиниң билдүрүшичә, мәзкур тәшкилат қуш зукиминиң хитайда тез сүрәт билән кеңийишигә интайин көңүл бөлмәктә. Дуня сәһийә тәшкилатиниң бейҗиңдики баянатчиси рой вадия,хитайниң һәр қайси җайлирида арқа - арқидин йеңи қуш зукими тарқилиш әһваллириниң байқиливатқанлиқини көрситип, хитайда қуш зукиминиң техи пүтүнләй контрол қилинмиғанлиқини билдүрди.

Бу арида,хитай даирилири бир нәччә күн ичидә дунй &# xFE8E;да түнҗи болуп адәмләргә ишлитилидиған қуш зукими ваксинини синақ қилишқа тәйяр болғанлиқини елан қилди.

Дуняниң башқа җайлиридиму қуш зукими давамлиқ тарқалмақта. Вийтнам һөкүмити пәйшәнбә күни 15 яшлиқ бир балиниң қуш зукими вируси билән юқумланғанлиқини елан қилди. Һиндонезийә һөкүмитиму пәйшәнбә күни аче раюнида нәччә йүзлигән тохуниң қуш зукими билән өлгәнликини билдүрди. 2003 - Йили қуш зукими асия қитә &# xFEB3;идә тарқалғандин буян, һазирғичә 67 адәм бу кисәлдин өлди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.