Шаңхәй сақчилири бир гуруппа террорчиларни қолға чүшүргәнликини билдүрди

Шаңхәй сақчилири олимпик путбол мусабиқиси өткүзүлидиған мәйданға һуҗум қилишни пиланлаватқан террорчилар гурупписини паш қилғанлиқини хәвәр қилған болсиму, әмма шинхуа ахбарат агентлиқида бу һәқтә берилгән хәвәрдә һечқандақ тәпсилий мәлумат берилмигән.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.07.24

 Шинхуада нәқил қилинишичә, шаңхәй олимпик бихәтәрлик ишханисиниң башлиқи чең җюлуң шаңхәйдә елип берилидиған олимпик мусабиқилиригә һуҗум пиланлаш қәстидә йүргән хәлқаралиқ террорчи тәшкилатлириға алақидар учурларни қолға чүшүргәнликини һәмдә террорчилар туралғусиға бастуруп кирип бир гуруппа террорчиларни қолға чүшүргәнликини билдүргән.

Әмма хәвәрдә сақчи даирилириниң мәзкур һуҗум қилиш һәрикитини қәйәрдә, қачан елип барғанлиқи һәмдә қанчилик гумандарни қолға алғанлиқи һәққидә һечқандақ тәпсилий мәлумат берилмигән.

Радиомиз шаңхәй шәһәрлик сақчи идариси билән вәқәниң тәпсилати учун телефон алақиси қилған болсиму, әмма мунасивәтлик сақчи әмәлдари билән көрүшүш имканийити болмиди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.