Тәйвән президенти ма йиңҗу : тәйвәнниң америка қораллириға йәнила еһтияҗи бар

Әйвән президенти майиңҗу шәнбә күни тәйбейдә бәргән баянатида, " гәрчә тәйвән вә хитай мунасивәтлири йеқинлишиватқан болсиму, лекин тәйвәнниң өзини қоғдиши үчүн йәнила америкиниң қорал - ярақлириға еһтияҗи бар" дегән.
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.07.12

 Тәйвән президенти баянатида, тәйвәнгә қорал сетиш мәсилисидә америка сиясәтчилири оттурисида бәзи ихтилаплар оттуриға чиққанлиқини, әскәрткән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, тәйвән һөкүмити америкидин F16 урушчи айропиланлири вә патройт 3 намлиқ башқурулидиған бомбилар вә апаче һәрбий тик учарлири қатарлиқ қорал вә һәрбий үскүниләр сетивелиш тәлипини оттуриға қойған.

Тәйвән президенти шәнбә күни бәргән баянатида, тәйвән билән хитай оттурисидики мунасивәтләрниң йеқинлишиши, тәйвән өз һәрбий мудапиә күчидин ваз кечиду дегәнлик әмәс дәп, көрсәткән.

Игиләшләргә қариғанда, америкидики бәзи сиясәтчиләр, хитай һөкүмитини ғәзәпләндүрмәслик үчүн, америка һөкүмитиниң тәйвәнгә, тәйвән һөкүмити тәләп қилған қорал - ярақларни сетип беришигә тосқунлуқ қилишқа тиришмақта.

Бу арида җүмә күни, америка мудапиә минстирликиниң сабиқ мутәхәссиси герг бергәнсән, америка - тәйвән һәрбий мунасивәтлири һәққидики бәзи мәхпийәтликләрни, содигәр қияпитигә киривалған америкидики бир хитай ишпийониға бәргәнлики үчүн, җасуслуқ билән әйиблинип, 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

Бәргәнсән соттики ипадисидә, содигәр қияпитигә киривалған хитай җасуси тәй кав ни тәйвән һөкүмитигә йеқин бир киши дәп ойлап, мәзкур мәлуматларни бәргәнликини тәкитлигән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.