Тәйвән язғучиси бо яң әпәндиниң "рәзил җуңголуқлар" дегән әдәбий мираси һазир дуняда қәдирләнмәктә
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.04.30
2008.04.30
Б б с ниң баян қилишичә, тәйвән язғучиси бо яң әпәнди 1980 - йилларда йезип чиққан "рәзил җуңголуқлар" дегән бир әдәбий әсәр әйни вақитта бир әвлад адәмгә қаттиқ тәсир қилипла қалмай, бәлки йеқинда бо яң әпәнди вапат болғандин кейин, болупму һазирқидәк тибәт, уйғур мәсилиси хәлқаралишип, олимпик мәшили мәсилиси буйичә йүз бәргән пикир ихтилапида, бо яң әпәндиниң "рәзил җуңголуқлар" дегән әдәбий мирасидики аччиқ тәнқидләрниң қиммити техиму өсти.
Хәвәрдә баян қилинишичә, бо яң әпәнди "рәзил җуңголуқлар" дегән әсиридә, тарихи хатириләрдики сансиз дәлилләргә асасән, хитайларни 'пасиқ', 'тәртипсиз', 'җидәлхор' , 'өзидики хаталиқни өлгүчә етирап қилмайдиған' дәп тәсвирлигән, хитайниң әнәнивий мәдәнийитини болса 'комзәктә сеситилған мәдәнийәт' дәп көрсәткән иди.
Әйни заманда, бундақ дәлил - испатлиқ аччиқ тәнқидкә чоң қуруқлуқтики коммунист хитай һөкүмити чидап торалмиғанла әмәс, бәлки тәйвәндики гоминдаңчиларму чидашлиқ берәлмәй , бо яң әпәндини 'коммунист партийиниң җасуси' дегән бәднам билән түрмигә ташлиған иди.
Һазир тәйвәндики тәйнән университетида бо яң әпәндиниң әдәбий мираслири көргәзмиси бар, бу көргәзмигә бо яң әпәнди бир өмүр йезип қалдурған 10 нәччә миң парчә әдәбий байлиқ топланған.