Ваң лечүән сабиқ қорчақ әмәлдарларни йоқлиди


2007.12.20

Уйғур елида һәр йили қурбан һейт байрими мунасивити билән әнәнигә айланған уйғур әмәлдарлирини йоқлаш һәрикити бу йилму охшашла давамлашти.

Уйғур елида чиқидиған хитай ахбарат вастилирида қурбан һейт мунасивити билән хитай коммунист партийә мәркизи комитети сиясий бюросиниң әзаси, аптоном районлуқ партком секритари ваң лечүәнниң, аптоном районлуқ партком вә пүтүн райондики һәр милләт хәлқигә вакалитән, уйғур елида һоқуқ тутқан сабиқ уйғур әмәлдардин төмүр давамәт, җанабил, майнур қасим, миҗит насир қатарлиқларни йоқлиғанлиқи хәвәр қилинди.

Исми аталған мәзкур уйғур каттивашлири, һәр қайси саһәләр бойичә һоқуқ тутуш җәрянида өз хәлқи үчүн һечқандақ бир әмәлий иш қилған әмәс дәп уйғурлар тәрипидин әйиблинип кәлгән әмәлдарлар болуп, уйғурларниң кишилик һоқуқиниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқанлиқи хәлқара тәшкилатларниң диққитини қозғаватқан бүгүнки күндә, уйғурларға қарита қаттиқ қол сиясәт йүргүзиватқан ваң лечүәнниң уларниң һейтини мубарәклиши, хитай һөкүмити үчүн хизмәт көрситиватқан қорчақ әмәлдарларниң образиниң техиму хунүклишип кетишигә сәвәп болидикән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.