Әрздарларниң тәлипи әмгәк җазасиға йол ачти

Яшанған икки нәпәр бейҗиңлиқниң намайиш өткүзүш тәлипи, уларниң бир йиллиқ әмгәк билән өзгәртиш җазасиға учришиға йол ачти.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.08.20

 Мәркизи нюйорктики җуңго кишилик һоқуқ тәшкилатиниң чаршәнбә күни билдүрүшичә, бейҗиңлиқ әрздар ву билән ваң, шәһәрлик сақчи идарисиға, һөкүмәт йолға қойған районларда намайиш елип бериш һәққидә илтимас сунған болуп, сақчилар уларниң һәқлиқ илтимасиға йол қоюшниң орниға уларни әмгәк билән тәрбийиләш җазасиға тартқан.

Бу йил 79 яшқа киргән ву билән 77 яшқа киргән ваң, 2001 ‏ - йили һөкүмәт тәрипидин мәҗбурий чеқиветилгән өйлири үчүн, намайиш өткүзүш һәққидә һөкүмәткә 5 қетим илтимас сунған. Рухсәткә еришәлмигән бу иккәйлән, 5 ‏ - авғуст күни сақчи тәрипидин 10 саәт тутуп турулғандин кейин, йеқинда бейҗиң шәһәрлик һөкүмәт әмгәк билән тәрбийиләш оргининиң " аммиви мәйдан тәртипигә бузғунчилиқ қилған" дегән баһанә билән чиқирилған бир йиллиқ әмгәк билән өзгәртиш қарарини тапшуруп алған.

Хитай даирилириниң, көзи яхши көрмәйдиған, йол йүрүштиму наһайити қийнилидиған ву момайни, мәҗбурлаш, тәһдит селиш һәмдә әмгәк билән өзгәртиш җазасиға тартиштәк қилмишлирини қаттиқ әйиблигән җуңго кишилик һоқуқ тәшкилати, олимпик җәрянида намайиш елип беришқа йол қоюлған мәйданларниң сахта ясалғанлиқини, буниң тамамән хәлқара җамаәтни алдаш үчүн елип берилған оюндин ибарәт икәнликини муәййәнләштүрди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.