Хитай тунҗи "шинҗаң хәлқаралиқ миллий усул байрими" башлиди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.06.08
2008.06.08
Шинхуаниң бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, мәзкур миллий усул байримини хитай мәдәнийәт министирлики, уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити бирлишип өткүзгән.
Хитай муавин мәдәнийәт министири ечилиш нутқи сөзләп, бу қетимқи миллий усул байриминиң "хәлқара усул алақилири үчүн бир достлуқ көврүки қуруп, ечиветилгән вә мәдәнийәтлик бир шинҗаңни намайән қилидиғанлиқи" ни билдүргән.
Мәзкур паалийәткә хитайниң бир қисим өлкилиридин кәлгән миллий усулчилардин башқа йәнә русийә, мисир, түркийә қатарлиқ тоққуз дөләтниң миллий уссулчилар өмәклири қатнишидикән. Җәмий 45 мәйдан оюн қоюш һәмдә усул мәсилилири бойичә һәр қайси әл усулчилири билән пикир алмаштуруш пиланланған.
Уйғур мәсилиси көзәткүчилири йеқинқи йиллардин буян хәлқара җәмийәтниң уйғур елиға диққәт қилишиниң көпийиши җүмлидин уйғурларниң кишилик һоқуқлириниң дәхли - тәрүзгә учраш әһвалиниң еғирлишиватқанлиқи түпәйлидин америка ташқи ишлар министирлики вә һәр қайси хәлқаралиқ инсан һоқуқ тәшкилатлириниң хитайни бу мәсилидә тәнқид қилишиға әгишип, бейҗиң рәһбәрлириниң уйғур сәнитини хәлқараға намайән қилиштәк тәшвиқат паалийәтлириниму күчәйтиватқанлиқини тәһлил қилишмақта.